Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси “мәҗбурий әмгәк техника йәрмәнкиси” өткүзгән

Мухбиримиз җәвлан
2023.03.14

Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) елан қилған ахбараттин мәлум болушичә, бу идарә 3-айниң 14-күни “мәҗбурий әмгәк техника йәрмәнкиси” өткүзүшни башлиған.

Икки күн өткүзүлидиған бу паалийәттә дуняниң һәр қайси җайлиридики тәминләш зәнҗириниң очуқ-ашкара болушини капаләтләндүридиған әң йеңи техникилар көргәзмә қилинидикән. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бу йәрмәнкидә нуқтилиқ һалда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилишқа даир санлиқ мәлумат иқтидарлири көзникини тонуштуридикән.

Мәзкур иқтидар көзникидә бир-биригә маслашқан қораллар (иқтидарлар) муҗәссәмләнгән болуп, херидарлар өзи таллиған лого яки сүрәтни чекиш арқилиқ, америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң өткән бир йилда мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп тутуп қелинған малларниң учурлирини тапалайдикән. Мәзкур идариниң хадими өткән бир йилда мутләқ көп карханиларниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға риайә қилғанлиқи вә мәҗбурий әмгәк амиллирини тәминләш зәнҗиридин чиқирип ташлашқа тиришқанлиқини билдүргән.

“мәҗбурий әмгәк техника йәрмәнкиси” гә кархана, аммиви орун вә һөкүмәттин болуп 400 дин көп киши қатнишидикән. Шиветсийә, германийә, канада, америкадин кәлгән һәр хил кәсип вә санаәт игилири 19 мәйдан лексийә беридикән; йәрмәнкигә қатнашқучилар бу мунбәр арқилиқ хәлқара сода, мал башқуруш, мал тошуш, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни чеградин өткүзмәсликкә даир йеңи техника, йеңи учурларни игиләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.