Америка авам палатасиниң икки рәһбири тайландтики уйғурларни қоғдашни тәләп қилди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.02.04

Америка авам палатаниң икки җумһурийәтчи рәһбири тайландниң вашингтонда турушлуқ баш әлчисигә мәктуп йезип, тайланд һөкүмитиниң 48 нәпәр уйғур мусапириға мунасивәтлик қарарлирини қайта ойлишиши вә уларниң бихәтәрликини қоғдишини тәләп қилған. Америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси браен маст (Brain Mast) билән шәрқий асия вә тинч окян тармақ комитети рәиси йоң ким (Young Kim) ниң 31-январ күни тайланд баш әлчиси сурия чин давоңсеға (Suriya Chindawongse) язған мәктупида, уйғур мусапирлириниң хитайға дәрһал қайтуруп берилиш хәвпидин “қаттиқ әндишә” қилидиғанлиқини, әгәр улар хитайға қайтуруп берилсә, җазалиниш, қийин-қистақ, һәтта өлүмгә мәһкум болуш хәвпигә дуч келидиғанлиқини билдүргән.

Мәктупта агаһландурулушичә, “хитайниң шинҗаңдики аталмиш ‛қайта тәрбийәләш‚ лагерлириға кишиләрни халиғанчә қамаш, кәң көләмлик тәқиб қилиш, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, уйғур мәдәнийәт мираслириға бузғунчилиқ қилиш қатарлиқ бастуруш сиясити нурғун кишиләрниң әркин яшишини мумкинсиз һалға кәлтүрүп қойди”.

Браен маст билән йоң кимниң мәктупи, тайланд һөкүмити уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруш пилани йоқлуқини илгири сүрсиму, лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғаватқан бир вақитта йолланған. Тайланд дөләт мудапиә министири фунтам вичаяча, өткән һәптә “әндишә қилмаслиқ” ни, тайланд һөкүмитиниң “хәлқара қанунлар вә кишилик һоқуқ низамиға риайә қилип, мусапирларни хәтәрлик дөләткә қайтурмаслиқ пиринсиплириға әмәл қилидиғанлиқи” ни ейтқан. Әмма тайланд баш министири пе тоңтарин шинаватраниң 5-феврал хитайда зиярәттә болуп, тайланд-хитай дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш җәрянида хитайниң уйғур мусапирлирини қайтуруп бериш бесимиға тиз пүкүшидин әндишә қилинмақта. Һалбуки, браен маст билән йоң ким, нөвәттә уйғур мусапирлириниң қануний ениқсизлиқ ичигә чүшүрүп қоюлғанлиқини, “уларға тутқан муамилә хәлқара өлчәмләргә хилап болупла қалмай, тайланд узундин бери актип әмәл қилип кәлгән инсанпәрвәрлик пиринсиплириғиму хилап” икәнликини, шуниңдәк уларни хитайға қайтурушниң америка иҗра қилип келиватқан ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ғиму хилап икәнликини ейтқан. Мәктупниң ахирида мундақ дейилгән: “биз тайланд һөкүмитиниң 48 уйғурни қайтурушни тохтитип, уларни бихәтәр һәм иззәт-һөрмити билән яшайдиған 3-дөләткә орунлишишиға капаләтлик қилишни тәләп қилимиз. Шүбһисизки, бу америка-тайланд мунасивитини күчәйтиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.