Америкиниң тәйвәнгә қорал - ярақ сатмақчи болғанлиқи хитайни нарази қилған
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, америка һөкүмити тәйвәнгә бир милярд 800 милйон долларлиқ қорал - ярақ сетип бәрмәкчи болғанлиқини җакарлиғандин кейин хитай һөкүмити буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән, шундақла америка һөкүмитидин бу хил қарарни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған.
Рейтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң бу һәрикитини «хитайниң ички ишиға арилашқанлиқ» дәп әйиблигән. 16 - Декабир күни хитайниң тәйвән ишлири ишханисиниң баянатчиси ма шявгуаң юқириқиға охшап кетидиған мәзмунда баянат елан қилип, «биз һәрқандақ дөләтниң һәрқандақ баһанә - сәвәб арқилиқ тәйвән билән һәрқандақ шәкилдики қорал - ярақ яки һәрбий техника содиси қилишиға қарши туримиз» дегән.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси давид мкебй буниңға җавабән, америкиниң изчил түрдә «бир хитай сиясити» бойичә иш көрүватқанлиқини, җәмий 12 милярд долларлиқ қорал - ярақ содиси келишиминиң тәйвәнниң хитай билән қаршилишишини әмәс, бәлки тәйвәнниң район бихәтәрлики һәмдә мудапиә еһтияҗини мәқсәт қилғанлиқини билдүргән.
Бу, америка 2011 - йили тәйвәнгә 5.9 Милярд долларлиқ қорал ярақ сетип бәргәндин кейинки иккинчи қетимлиқ қорал содиси икән.