Америка һөкүмити тинч окян дөләтлири рәһбәрлирини ақсарайға җәм қилмақчи
2022.05.03
Ройтерс агентлиқиниң 2-майдики хәвиридә ейтилишичә, тинч окян бойидики дөләтләр билән болған дипломатик алақини күчәйтиш үчүн байдин һөкүмити йеқинда бу дөләтләрниң рәһбәрлирини ақсарайға җәм қилип, бир қетимлиқ һәмкарлиқ музакириси өткүзидикән. Ақсарайниң һинди-тинч окян ишлириға мәсул хадимлардин курт кампбел (Kurt Campbell) бу һәқтә тохтилип: “америка һөкүмити бу қетимқи йиғилиш арқилиқ тинч окян дөләтлири билән болған дипломатик мунасивәтни йәнә бир балдақ юқури сәвийигә көтүрмәкчи,” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, тинч окян мәсилиси америка һөкүмити үчүн бәкму зор қиммәткә игә истратегийәлик мәсилә болуп, нөвәттә америка һөкүмити бу районға даир түрлүк қурулушларни тезлитиш үчүн ғайәт зор мәбләғ һәл қилишқа тәрәддут қилмақта икән. Бу мәсилә һәққидә америка һазир йеңи зеландийә, австралийә, японийә, әнглийә вә франсийә қатарлиқ дөләтләр билән зич һәмкарлиқ орнатмақта икән.
Мәлум болушичә, йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң тинч окян районидики деңиз тәвәликини талишииш ғәлвиси ешип меңиватқан болуп, бу җәһәттә улар алиқачан бәзи әмәлий қәдәмләрни алған. Шуниңдәк һәрбий базиларни қуруш вә иҗаригә елишта актип паалийәт қилмақта икән. Нөвәттә бир қисим анализчилар һәр икки тәрәпниң өзигә яриша һәрбий тәйярлиқта икәнликини әскәртиватқан болуп, икки тәрәп оттурисидики һәрбий тоқунуш мумкинчилики һәққидиму бәзи тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.