Президент обама америкиниң түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгиришкә четишлиқ икәнликини рәт қилди

Мухбиримиз әркин
2016.07.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка президенти обама җүмә күни америкиниң түркийәдики әмәлгә ашмиған һәрбий өзгириштин хәвири барлиқи вә униңға четишлиқ икәнликини рәт қилди. 15‏-Июл түрк армийәси ичидики бир қисим гуруппилар һәрбий өзгириш қозғап мәғлуп болған, вәқәдә 300 гә йеқин адәм өлгән.

Түркийә һөкүмити һәрбий өзгиришни армийә ичигә йошурунувалған гүләнчиләрниң қозғиғанлиқини, униң йетәкчиси америкиниң пенсилванийә штатида турушлуқ нурчилар җамаити рәһбири фәтқуллаһ гүлән икәнликини җакарлиған.

Түркийә җумһурийити йәнә рәсмий қаналлар арқилиқ америка һөкүмитидин фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә өткүзүп беришни тәләп қилған иди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент обама америкиниң һәрбий өзгириштин бурун хәвири барлиқи һәққидики яки түркийә һөкүмитини қоллайдиғанлиқидин башқа һәрқандақ хәвәр “пүтүнләй хата” дегән.

Президент обаманиң қәйт қилишичә, у буни президент әрдоған билән бу һәптә телефонда сөзләшкәндә униңға ейтқан. Обама йәнә, америкиниң өткүзүп бериш қануни рәсмийити барлиқини, әгәр түркийә гүләнни өткүзүвелишни истисә, униң дәлил көрситиши керәкликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.