Мутәхәссисләр америкини хитайниң һәрбий һазирлиқлар тәрәққиятидин сәгәк болушқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2016.01.22

Мутәхәссисләр 21‏-январ америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида, америкини хитайниң һәрбий һазирлиқлар тәрәққиятидин агаһ болушқа чақирди.
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, һәрбий заманивилаштуруш хитайниң “13-бәш йиллиқ пилани” дики муһим һалқа болуп, һәрбий мәшиқни күчәйтиш, тез сүрәтлик уруш қилиш иқтидарини өстүрүш униң һәрбий һазирлиқлар тәйярлиқидики 2 муһим нуқтикән.

Лекин мутәхәссисләр йәнә, хитайниң һәрбий һазирлиқлар тәрәққиятиниң нишани асасән тәйвән боғузидики тоқунушқа қаритилғанлиқини билдүрди.

21‏-январ өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинини америка дөләт мәҗлисиниң америка-хитай бихәтәрлик иқтисадий тәкшүрүш комитети чақирған.

Йиғинда америка ранд ширкитиниң алий дәриҗилик анализчиси марк козад, тәйвән демократийә тәрәққият партийәсиниң сайламда ғәлибә қилиши хитайниң әндишисини күчәйтивәткәнликини билдүрди.

У, “хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уруш тәйярлиқи нуқтилиқ тәйвән боғузи вә корейә йерим арилидики җиддий вәзийәтни нишан қилиду” деди.

Америка деңиз армийәси қуруқлуқта уруш қилиш қисимлири университетиниң шәрқий асия мәсилилири мутәхәссиси кристофир яң, хитайниң чәтәлгә қошун чиқириш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.