Америка хитайға йәниму көп иқтисадий җаза тәдбирлирини елан қилмақчи

Мухбиримиз ирадә
2018.03.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, америка һөкүмити хитайға йәнә 60 милярд доллар қиммитидики иқтисадий җаза тәдбири елан қилидикән.

Қарарниң мушу җүмә күнигичә елан қилинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Бу нөвәт елан қилинидиған җаза тәдбирлири асаслиқ техника, учур - алақә вә әқлий мүлүк саһәсигә қаритилған болсиму, кийим-кечәк, аяқ, күндилик боюм қатарлиқ 100 дин ошуқ түрләргиму тәсир көрситидикән.

Бүгүн, хитай баш министири ли кечяң буниңға инкас қайтуруп: “америкини һессият билән иш қилмаслиққа вә сода уруши қилмаслиқ” қа чақирған. У сөзидә, хитайниң әқлий мүлүкни қәтий қоғдайдиғанлиқи вә чәтәл мәблиғигә техиму көп ечилиш үчүн тиришидиғанлиқини билдүргән.

Әмма фирансийә агентлиқи өз хәвиридә, хитай һөкүмити бундақ вәдиләрни көп қетим бәргән болсиму, бирақ һечқачан бу вәдиләрниң ишқа ашмиғанлиқини, һазирғичә америка вә явропа карханилириниң бу һәқтики шикайәтлириниң аяғлашмиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, өткән йили америкиниң хитай билән болған тиҗаритидики қизил рәқәм 375 милярд долларға йәткән болуп, америка һөкүмити хитайға бу рәқәмни азайтиш һәққидә бесим ишләткән вә дәсләптә хитайниң алйомин вә полат мәһсулатлириға қоюлидиған баҗни ашурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.