Америка хитайниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларни бастуруватқанлиқи билдүрди

Мухбиримиз әркин
2013.05.31

Америка дөләт ишлар министирлиқи җүмә күни 2012‏-йиллиқ хәлқара террорлуққа қарши туруш доклати елан қилди. Доклатта, хитайниң террорлуққа қарши туруш һәрикити нуқтилиқ шәрқи түркистан ислам һәрикитигә қаритилғанлиқи әскәртилип, бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай террорлуққа қарши турушни козир қилип, уйғурларни бастурмақта, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Америка билән хитай 2001‏-йили “11‏-сентәбир вәқәси” дин кейин, террорлуққа қарши һәмкарлишидиғанлиқини елан қилған. Бирақ, америка дөләт ишлар министирлиқиниң доклатида көрситишичә, 2012‏-йили икки тәрәп террорлуққа қарши туруш җәһәттә асасән өз ара учур алмаштуруп бақмиған болсиму, хитай өзиниң әтрапидики дөләтләр билән болған һәмкарлиқни болупму, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр билән болған һәмкарлиқни давамлиқ кеңәйткән.

Доклатта йәнә, хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң дөләткә асаслиқ хәвп террорлуқ, бөлгүнчилик, диний радикаллиқтин ибарәт аталмиш “3 хил күчләр” дин келиду, дәп җакарлап, уйғурларниң наразилиқини террорлуқ, дәп сүрәтләп кәлгәнлики көрситилгән.

Америка һөкүмити 2002-йили шәрқий түркистан ислам һәрикитини гуманлиқ террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән болсиму, бирақ, 2012‏-йили тизимликтин чиқириветилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.