Америка армийәси штаб башлиқи: хитай америка хәвпсизликигә тәһдит

Мухбиримиз җүмә
2016.06.26

Америка армийәсиниң штаб башлиқи генерал марк милләй хитай қатарлиқ төт дөләтни америка дөләт бихәтәрликигә әң чоң хәвп елип келидиған дөләтләр дәп көрсәткән.

“сода ички хәвәрлири” торида көрситишчә, генерал милләй бу сөзләрни 20 - июн америка армийәсиниң бир бирләшмә наштилиқ зияпитидә оттуриға қойған.

Униң көрситишичә, америкиға хәвп туғдуридиған дөләтләр русийә, хитай, иран вә шималий корейә икән.

У сөзидә русийәни америкини вәйран қиливетиш мумкинчиликигә игә бирдин бир мәвҗут күч вә таҗавузкар дөләт, дәп көрсәткән.

У, хитайни америкиға тәһдит шәкләндүридиған дөләтләрниң 2 - ретигә тизған вә хитайниң барғанчә өзигә ишинидиған болуп кетиватқанлиқини билдүргән.

У, хитай деңиз армийәсиниң талаш - тартиштики деңиз тәвәликлиридә експедитсийә қилишни башлиғанлиқини көрсәткән болсиму, әмма униң техи башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға таҗавуз қилмиғанлиқини билдүргән.

У, хитайниң техи америкиниң дүшминигә айланмиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “мән башқиларни алдирапла хитайни дүшмән, дәп атимаслиққа агаһландуримән.”

Хәвәргә қариғанда, генерал милләй әпәндим хитайниң нөвәттики иқтисадий әһвали, өсүватқан һәрбий күчиниң кәлгүсидә хәтәрлик икәнликини көрсәткән.

У тәртип бойичә, иран вә шималий корейәни америкиға тәһдит дөләтләрниң 3 - , 4 - ретигә тизған.

У, шималий корейә һәққидә тохталғанда, шималий корейәниң һәрбий күчи аҗиз, тәбиий байлиқи хорап кәткән бир дөләт болсиму, әмма униң ядро қорали бар болған вә хитай арқисида туруп қоллайдиған дөләт икәнликини билдүргән.

Русийә 2014 - йили мартта қирим йерим арилини бесивалған вә дуняви наразилиқларға сәвәб болған. Шуниңдин кейин америка қатарлиқ дөләтләр русийәгә иқтисадий җаза қолланған болсиму, русийә қиримға қаратқан контроллуқни барғанчә күчәйткән иди.

Хитай болса, җәнубий деңизниң мутләқ көп қисмини өзиниң дәп елан қилип, филиппин, бируней, малайсия вә вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң етираз билдүрүшигә учриған.

Хитай йеқиндин буян спрател вә парасел араллири тәвәсигә бир қисим сүний аралларни ясашни тохтатмиған, әмма америка бу аралларниң игилик һоқуқни етирап қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.