Хитай америка җумһурийәтчиләр партийисиниң партийә программисидики өзлиригә қаритилған әйибләшләргә наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз ирадә
2016.07.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкидики җумһурийәтчиләр партийиси дүшәнбә күни қобул қилған партийә программисиниң хитайға аит қисмида хитайниң “тибәт вә шинҗаңда мәдәнийәт қирғинчилиқи ”елип бериватқанлиқини билдүргән. Униңда йәнә, хитайниң җәнубий җуңго деңизида игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүши “бимәнилик ” дәп баһалиниш билән биргә, америкиниң тәйвәнгә қорал сетип беришкә алақидар сиясәтлиридә чиң туруши керәклики тәкитләнгән.

Буниң билән пәйшәнбә күни, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, америка җумһурийәтчиләр партийисигә наразилиқ билдүрди. Улар пәйшәнбә күни шинхуа агентлиқиниң инглизчә хәвәрләр бетидә елан қилған баянатида “җумһурийәтчиләр партийиси өзиниң партийә программисида хитайниң тәйвән, тибәт мәсилилири һәм шундақла җәнубий җуңго деңиз мәсилисигә қарита асасий йоқ әйибләшләрни оттуриға қойған. Бу җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқ һесаблиниду” дегән.

Хитай тәрәп баянатида йәнә, америкидики барлиқ партийиләрни хитайниң тәрәққиятиға обйектип һалда, тоғра баһа беришкә чақирған.

Америка җумһурийәтчиләр партийисидин президентлиққа намзат болған доналд трампму өз нутуқлирида көп қетим хитайни әйибләп, америка-хитай иқтисадий мунасивәтлириниң қайтидин көздин кәчүрүлүши керәкликини ейтқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.