Америка җумһурийәтчиләр партийәсиниң җәнубий деңиз, тибәт, уйғур мәсилисигә сәһнә яритип бериши хитайни қаттиқ әпсусландурған
2016.07.22
Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка җумһурийәтчиләр партийәсини униң партийә қурултийида хитайға қарши “асассиз тәнқидләр” гә сорун һазирлап бәрмәсликини тәләп қилған.
Америка ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, җумһурийәтчиләр партийәсиниң қурултийида хитайниң җәнубий деңиздики игилик һоқуқ тәлипиниң әқилгә сиғмайдиғанлиқи, униң тибәт вә уйғур районида “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ни йолға қойғанлиқи оттуриға қоюлуп, тәйвәнгә қорал-ярақ сетиш вәдисидә давамлиқ чиң туруш тәкитләнгән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишла министирлиқи пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, җумһурийәтчиләр партийәсиниң мунбиридә хитайға қаритилған “тәйвән, тибәт, сода, җәнубий деңиз қатарлиқ мәсилиләрдики тәнқидләр хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ” дегән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи йәнә, “биз алақидар тәрәпләрниң хитайға қаритилған асассиз тәнқидләрни дәрһал тохтитишини үмид қилимиз....” дәп тәкитлигән.
Америка җумһурийәтчиләр партийәсиниң президент намзати доналд трамп пәйшәнбә күни америкиниң кливеланд шәһиридә ечилған қурултайда сөзлигән нутқида бу сөзләрни қилмиған.
Әмма у, хитайниң “инсапсиз әқлий мүлк оғрилиқи”, “қанунсиз төкмә қилип сетиш” һәрикити вә “вәйран қилғучи пул курси контроллуқи” ға хатимә беридиғанлиқини билдүргән иди.