Хитайниң америкаға қарши түзгән уруш қилиш пилани ашкарлинип қалған
2021.10.29
Хитай азадлиқ армийәсиниң кәлгүсидики америка билән болған урушта ишлитидиған һәрбий һәрикәт пилани ашкарлинип қалған.
“вашингтон вақти” гезити 27-өктәбир күни хитай азадлиқ армийәсиниң буниңға аит бир ичкий доклатини ашкарлиған. Доклаттин мәлум болушичә, хитай азадлиқ армийәсиниң пилани америка билән болған кәлгүсидики һәрқандақ бир тоқунушта өзара гирәләшкән, җипсилашқан вә өзара маслашқан еликтир магнет спектири, учур бошлуқи вә тор бошлуқида универсал һәрикәт уқумини қоллинип, кинетик (Kinetic) болмиған һәрбий үстүнлүк муһитини қолға кәлтүрүш икән.
“бирләшмә сәпәрвәрлик учур мәшғулати тоғрисида лексийә” намлиқ 438 бәтлик доклатта, хитайниң “учур үстүнлики” гә еришиш, урушта ғәлибә қилиш яки мәғлуп болушни бәлгиләйдиған асаслиқ амили, дегән истиратегийәси ашкарланған. Доклатта “бирләшмә учур мәшғулати” ниң асаслиқ шәкиллириниң “еликтиронлиқ уруши, тор уруши, истихбарат уруши, писихологийә уруши вә җисманий вәйран қилиш уруши” дин тәшкил тапқанлиқи, буниң ичидә “еликтиронлиқ уруши билән тор уруши учур мәшғулатиниң асаслиқ шәкли” ни тәшкил қилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай азадлиқ армийәси өзиниң учур уруши тактикилирини чәт әлниң йеқинқи йилларда болған урушлардики учур мәшғулатлиридин, болупму американиң явропа, оттура-шәрқ вә җәнубий асиядики мәшғулатлиридин өрнәк алған икән. Хәвәрдә, америка армийәси бурун елип барғандәк хитай азадлиқ армийәсиниңму еликтиронлиқ һуҗум, тор уруши, писхилогийәлик уруш вә һәрбий көз боямчилиқ уруши елип беришни пиланлиғанлиқини билдүргән.