Америка вә хитайниң иқтисад вә сода саһәсидики әмәлдарлири сода муқимлиқи үстидә сөзләшмәкчи

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.12.12

Байдин һөкүмитиниң иқтисад вә содиға мунасивәтлик әмәлдарлири йеқинда хитай тәрәп билән иқтисадий мәсилиләр үстидә сөһбәт өткүзидикән.

 “ню-йорк вақти гезити” ниң 12-декабирдики хәвиридин қариғанда, америка малийә министирлиқиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин тәшкилләнгән бир һәйәт бу һәптә ахирида хитайниң нәнҗиң шәһиригә берип, америка-хитай оттурисидики пул-муамилә хизмәт гурупписиниң ахирқи учришишини тамамлайдикән. Америка малийә министирлиқиниң йәнә бир түркүм әмәлдарлири болса хитай тәрәп билән җәнубий африқида учришидикән вә у йәрдә икки тәрәплик иқтисадий хизмәт гурупписиниң йиғиниға қатнишидикән.

Мәлум болушичә бу хизмәт гурупписи америка билән хитай оттурисидики җиддийликниң иқтисадий урушқа айлинип кетишиниң алдини елишниң бир йоли сүпитидә 2023-йили қурулған. Мәзкур учришиш, байдин һөкүмити келәр айда вәзиписини өткүзүп бериштин аввал американиң хитай билән болған иқтисадий вә сода мунасивәтләрни тәңшәш тиришчанлиқиниң бир қисми һесаблинидикән.

 “ню-йорк вақти гезити” ниң көрситишичә, америка һәйитиниң бу қетимқи учришишта хитайниң йешил енергийә техника саһәсидики һәддидин зиядә ишләпчиқириш мәсилиси үстидә нуқтилиқ тохтилидиғанлиқи, ундин башқа йәнә хитайниң һалқилиқ минерал маддиларниң експортиға чәклимә қоюши вә һәмдә хитай ширкәтлириниң русийәниң таҗавузчилиқ урушини қоллишидәк мәсилиләр үстидә сөһбәтлишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.

Америка малийә министирлиқи бу һәқтики баянатида, икки тәрәплик учришишниң америкини хитайниң ташқи перевот сиясити вә қәрзни йениклитиш қатарлиқ сәзгүр мәсилиләргә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидә техиму яхши чүшәнчигә игә қилидиғанлиқи, пул-муамилә муқимлиқини сақлашқа ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.