Америкиниң һәрбий техникиси хитайниң тор җасуслуқ тәһдитигә учримақта
2015.02.03
Америка мудапиә исــтихбарат идариси башлиқи винсент стиварт америкиниң һәрбий техникилириниң хитайниң тор җасуслуқи тәһдитигә учраватқанлиқини билдүрди. У пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики йиғинда қилған сөзидә, хитайниң америкиниң мудапиә техникисиға аит нурғун мәхпийәтликлирини оғрилап болғанлиқини вә һелиһәм оғрилашни давам қиливатқанлиқини билдүрди.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, венсит стиварт сөзидә “мән гәрчә америка һәрбий техника җәһәттики үстүнлүкини йоқатти дәп қаримисамму, әмма униң тәһдит астида икәнликини җәзмләштүрәләймән” дегән.
У дөләт мәҗлисидики сөзидә йәнә, хитай армийисиниң тәрәққият сәвәбиниң америкиға тақабил туруш икәнликини вә хитайниң башқурулидиған бомба вә һава мудапиә әслиһә тәрәққиятлириниң америкиниң ғәрбй тинч окяндики мәвҗутлуқиға тәһдит пәйда қиливатқанлиқини әскәрткән.