Хитай америкиниң таможна беҗи тәдбиригә қарши тәдбир қолланмақчи болди

Мухбиримиз әзиз
2018.04.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка һөкүмити 8-март күни хитайдин експорт қилинидиған полат вә алюмин материяллириға таможна беҗи елишни қарар қилғандин кейин хитай һөкүмити 2-апрел күни өзлириниңму буниңға җавабән тәдбир қоллинидиғанлиқини билдүргән.

Ройтерсниң 3-апрелдики хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити америкидин импорт қилинмақчи болған үч милярд америка доллири қиммитидики мәһсулатқа 25 пирсәнткичә таможна беҗи елишни ойлишиватқанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, бу мәһсулатлар тоңлитилған чошқа гөши, түрлүк меғизлар, мевә-чевә вә һарақ қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Хәвәрдә көрситилишичә, америка һөкүмити хитайдин импорт қилинидиған мәһсулатларға 60 милярд америка доллирилиқ таможна беҗи қоюшни ойлишиватқан болуп, ақ сарайниң баянатчиси линдсай валтерс бу һәқтә сөз қилип: “америкиниң баравәрлик асасидики експорт мәһсулатлирини нишан қилишниң орниға хитай һөкүмити өзлириниң адил болмиған сода һәрикәтлирини тохтитишни ойлишиши лазим” дегән.

Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики һәрикәтлири хитай тәвәсидиму бәлгилик тәсир қозғиған. Хитай сода министирликигә қарашлиқ мәлум тәтқиқат оргининиң хадими ваң хәйлу бу һәқтә сөз қилип: “хитай һөкүмити америка билән сода уруши қилишни халимайду. Әмма бу уруш партлиса униң бу урушқа қатнашмаслиққа илаҗи йоқ” дегән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити өзлириниң сода урушидин пәрвайи пәләк икәнликини көп қетим пәш қилған болсиму, көп қетим ақ сарайни бу һәқтики мәсилиләрни сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа чақирип кәлгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.