Америка һөкүмити йәнә бир түркүм хитай маллириға қоюлидиған баҗни өстүрмәкчи

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.29

“америка авази” радийосиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, америка һөкүмәт әмәлдарлири хитайниң сода саһәсидики риқабәттә адил болмаслиқи вә тиҗарәттә базарни чиқиш қилмаслиқидәк адәтлиридин изчил әндишә қилип кәлмәктә. Буниң үчүн алдимиздики бир қанчә күн ичидә америка һөкүмити йәнә бир түркүм хитай маллириға қоюлидиған баҗни өстүрүп, йолға қоюш пиланини елан қилиши мумкинкән.

Байдин һөкүмити 2024-йили 5-айда хитайдин импорт қилинидиған малларға қоюлидиған таможна беҗини көрүнәрлик өстүргән. Буниңда електир моторлуқ қатнаш васитилиригә қоюлидиған баҗ нисбитиниң 100 пирсәнт өстүрүлидиғанлиқи, йерим өткүзгүч вә күнтахта мәһсулатлириниң таможна беҗини 50 пирсәнткә, литий ийонлуқ батарейә вә полат қатарлиқ башқа истратегийәлик мәһсулатларниң беҗини 25 пирсәнт өстүргәнликини елан қилған иди.

Хәвәрдә дейилишичә, байдин һөкүмитиниң бу қарари тәннәрхниң өсүп кетишидин әнсиригән бир қисим америка ширкәтлирини әндишигә салған. Әмма омумий җәһәттин алғанда бу һәрикәт америкада ишләпчиқиришни әслигә кәлтүрүш, тәминләш зәнҗириниң сиҗиллиқиға капаләтлик қилиш вә америка санаитини қоғдаш саһәсидики тиришчанлиқ, дәп баһаланған.

Мәлум болушичә, бу һәптә хитайда рәсмий зиярәттә болған ақсарайниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җейк сулливанму хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учрашқанда “американиң дөләт мәнпәәтини қоғдаш үчүн зөрүр тәдбирләрни елишни давамлаштуридиғанлиқи” ни тәкитлигән икән.

Хитайниң адил болмиған сода адити һазир башқа дөләтләрниму мушундақ тәдбирләрни елишқа мәҗбурлимақта. Техи бир қанчә күн аввал канадаму 2024-йили 1-өктәбирдин башлап хитайниң токлуқ аптомобиллири импортиға 100 пирсәнт, полат-төмүр вә алюмин импортиға 25 пирсәнт таможна беҗи қойидиғанлиқини җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.