Американиң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җек сулливан бейҗиңда ваң йи билән болған сөһбәтни башлиған
2024.08.27
Америка қошма шитатлири (а қ ш)ниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җек сулливан (Jake Sullivan) 27-авғустта бейҗиңға йетип кәлгән һәмдә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән болған сөһбәтни башлиған.
“ню-йорк вақти гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу җек сулливанниң өткән бир йерим йил ичидә ваң йи билән бәшинчи қетим көрүшүши һесаблинидикән. Болупму америка пирезиденти җов байден өзлириниң хитай һәққидики ташқий сиясәтлирини тәңшәватқанда, униң бу һәқтә сөһбәтлишиш үчүн бейҗиңға бериши америка дуч келиватқан реаллиқниң инкаси, дәп қаралған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи сөһбәттә нуқтилиқ муһакимә қилинидиған темилар көп болсиму, әмма икки тәрәп келишим һасил қилалайдиған темилар анчә көп болмаслиқи ениқ икән. Җек сулливан бу қетим фентанилниң тарқилиш көлимини чәкләш, хитайниң юқири җиддийликтики һәрбий тәйярлиқини пәскойға чүшүрүш, хитайниң русийәни қоллишиға чәк қоюш қатарлиқ мәсилиләрни муһакимә қилишқа тәйярлиқ көргән. Хитай һөкүмити болса америка ташқий сияситидики тәйвәнни қоллаш, юқири пән-техника експортиға чәклимә қоюш қатарлиқларға қарши туридиғанлиқини билдүргән. Фудән университетидики мутәхәссисләрдин җав миңхав бу һәқтә тохтилип, “хитай һөкүмити аз дегәндиму байден ақсарайдин айрилғучә болған арилиқта икки тәрәп мунасивитиниң муқим болушини арзу қилиду” дегән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу қетимқи сөһбәттә русийәниң украинадики таҗавузчилиқ уруши вә хитайниң тәйвән боғузидики иғвагәрчилик қилмиши, әң зил темилар болуп қалған. Нөвәттә бу сөһбәттин зор бир утуқниң вуҗудқа чиқиши үмид қилинмисиму, буниң икки тәрәп мунасивитиниң кәлгүсигә қандақ тәсир көрситиши һәққидики түрлүк мулаһизиләр һәрқайси ахбаратлардин көпләп орун алмақта.