Хитайниң америкадин терилғу йәр сетивелишини чәкләйдиған қанун лайиһәси тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2023.03.23

Америка кеңәш палата әзаси майк бравн (Sen. Mike Braun) Башчилиқидики бир түркүм кеңәш палата әзалири хитай вә росийә, иран вә шималий корийә қатарлиқ америкаға дүшмән дөләтләр пуқралириниң америкада терилғу йәр сетивелишини чәкләйдиған қанун лайиһәсини тоноштурған.

“фокс” хәвәрлириниң билдүрүшичә, “американиң терилғу йәрлирини чәт әлләрниң зийинидин қоғдаш” дәп атилидиған бу қанун лайиһәси “американиң дүшмәнлири һесаблинидиған дөләтләрниң игидарчилиқида, контроллуқида яки башқурушида” болған кишиләрниң америка земинидики һөкүмәткә яки хусусийларға тәвә деһқанчилиқ йәрлирини иҗаригә елиши вә сетивелишини мәхсус чәкләйдикән.

Бу чәклимә америка пуқралирини яки америкада мәңгүлүк олтурум берилгән көчмәнләрни өз ичигә алмайдикән.

Мәлум болушичә, юқириқи 4 дөләт америка истихбарат даирилириниң йиллиқ доклатида “американиң вә униң иттипақдашлириниң мәнпәәтигә қарши усуллар билән өз мәнпәәтини илгири сүрүш иқтидари вә муддиасиға игә” дәп көрситилгән икән.

Кеңәш палата әзаси майк бравн мәзкур қанун лайиһәси һәққидики баянатида мундақ дегән: “хитайниң америкадики терилғу йәрләргә болған игидарлиқ һоқуқи өткән он йилда 20 һәссидин көпрәк ашқан. Биз американиң әң чоң рәқиблириниң американиң терилғу йәрлирини сетивелип деһқанчилиқ билән тәминләш зәнҗиримизгә тәсир йәткүзүшигә йол қоймаслиқимиз керәк.”

Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәси кеңәш палатасиниң һәр икки партийәдин болған әзалириниң қоллишиға еришкән икән.

Мәзкур лайиһә, юқириқи 4 дөләткә мунасивәтлик кишиләрниң йәр иҗаригә бериш вә сетивелишни чәкләштин башқа йәнә америка йеза-игилик министирлиқиниң қурулуш программилириға қатнишишиниму тосайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.