Америка мәҗлис әзалири президент байдиндин ши җинпиң билән көрүшкәндә сиясий мәһбусларни сүрүштүрүшни тәләп қилған
2023.11.09
Америка дөләт мәҗлис әзалири президент байдинни хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә хитайдики сиясий мәһбусларни сүрүштүрүшкә чақирған.
9-Ноябир күни, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) ниң рәислиридин авам палата әзаси кристофер симис вә кеңәш палата әзаси җеф мерклей президент байдинға хитайда түрмидә йетиватқан бир қисим сиясий мәһбуслар һәмдә қанунсиз тутуп турулуватқан америка пуқралириниң тизимликини әвәтип бәргән вә бу тизимликни хитай дөләт рәиси ши җинпиңгә тапшурушни тәләп қилған.
Келәр һәптә американиң сан фирансиско шәһиридә “асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ мунбири” (Asia-Pacific Economic Cooperation forum) ечилидиған болуп, бу йиғинда президент байдинниң ши җинпиң билән көрүшидиғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Дөләт мәҗлиси әзалири президент байдинға әвәткән тизимликтә 40 кишиниң сими берилгән болуп, улар ичидә гүлшән аббас, әкбәр әсәт, қурбан мамут, раһилә давут, илһам тохти, шундақла лагерға солинип кесилгәнлики радийомиз тәрипидин дәлилләнгән хәлчәм пазил, мәрйәм әмәт қатарлиқ мәһбусларму орун алған.
Хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәислири президент байдинға язған очуқ хетидә, хитай һөкүмитиниң америкада яшаватқан уйғурларни юртлиридики уруқ-туғқанлириниң авази болғанлиқи үчүн назарәт қиливатқанлиқи, қорқутуш вә тәһдит селиш қилмишлирида болғанлиқини тилға алған вә президент байдинниң ши җинпиң билән көрүшкәндә америкадики “чегра һалқиған бастуруш” һәрикитини дәрһал аяғлаштурушни тәләп қилиши лазимлиқини билдүргән.