“пюв” рай синаш нәтиҗиси: америка күчлүкму хитайму?
2023.11.08
Америкадики “пюв тәтқиқат мәркизи” ниң рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, дунядики көп қисим кишиләр американи һәрбий вә иқтисадий күч җәһәттә хитайни мәғлуп қилалайду, әмма техника җәһәттә хитайға йетәлмәйду, дәп қарайдикән.
Ноябирда сан-франсеско шәһиридә өткүзүлмәкчи болған “асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғини” вә америка пирезиденти җов байдин билән хитай рәиси ши җинпиңниң учришиши күнтәртиптә туруватқан бир пәйттә елип берилған бу рай синашта, икки чоң иқтисадий гәвдә болған америка билән хитайниң иқтисадий, һәрбий вә техникилиқ күчигә баһа берилгән.
“пюв тәтқиқат мәркизи” торида елан қилинған рай синаш нәтиҗисигә асасланғанда, рай синашқа қетилған 24 дөләт ичидә японийә, корейә исраилийә, полша, һиндистан қатарлиқ 16 дөләт американи дуня иқтисадида йетәкчи орунда туриду дәп қариған; италийә, гиретсийә, австралийә, испанийә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләр хитайни йетәкчи орунда туриду дәп қариған.
Һәрбий җәһәттә болса, һечқандақ дөләт хитайни америкадин күчлүк дәп қаримиған. Әмма техника җәһәттә, хитайни күчлүк дәп қарайдиған дөләтләрниң сани көп болған; булар асасән явропа, африқа, латин америкаси дөләтлири икән. Американи техникида күчлүк дегәнләр пәқәт корейә, японийә, һиндистан қатарлиқ асия дөләтлири болған.
Рай синашта йәнә, “қайси дөләт дуняниң муқимлиқи вә тинчлиқини сақлашқа бәкрәк төһпә қошти? ” дегән соалға берилгән җавабта, америка хитайдин үстүн турған.