Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитини уйғур елидики зулум сияситини аяғлаштурушқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2020.04.30

Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитини уйғур елидики зулум сияситини дәрһал аяғлаштурушқа чақирди.

Америка ташқи ишлар министирлиқи 29-апрел күни уйғур елидә кәң көләмлик тутқун һәрикити йүргүзүлүп, лагерлар пәйда болғанлиқиға 3 йил толған мәзгилдә радийомизниң бу һәқтики соаллириға җаваб қайтурди.

Баянатта мундақ дейилгән: “биз хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаңдики бастуруш һәрикитини тохтитишқа, халиғанчә қолға елинғанларни дәрһал қоюп беришкә вә районда елип бериватқан меңә ююш, тәһдит һәрикитини аяғлаштурушқа чақиримиз. Хитай һөкүмити чоқум өзи қол қойған хәлқара қанунларға әмәл қилиши керәк”.

Америка ташқи ишлар министирлиқи йәнә таҗсиман вирусниң уйғур елидики лагерларға тарқилиш еһтималлиқиниңму өзлирини әндишигә салғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур елидә юқум мәзгилидики карантин тәдбирлири җәрянида кишиләрниң өйлиридә йемәк-ичмәксиз қалғанлиқиға аит син көрүнүшлири тарқилип зор инкас қозғиған иди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида бу мәсилиниму тилға алған.

Баянатта мундақ дейилгән: “биз бир қисим уйғурларниң карантин мәзгилидә ачарчилиқ тартқанлиқиға аит иҗтимаий таратқуларда айлинип йүргән видейоларни көрүп чөчүп кәттуқ. Йетәрлик йемәклик, дора вә керәклик буюмлар билән тәминләш һәр қандақ карантин қилиш тиришчанлиқиниң муһим тәркибий қисми болуши керәк.”

Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити уйғур елидә кәң көләмлик тутқун һәрикити йолға қойғанлиқиға 3 йил толған мушу күнләрдә хитай һөкүмитини халиғанчә тутқун қилинған бу кишиләрни дәрһал қоюветишкә чақирған вә зиянкәшликкә учриғучилардин һал сорап: “биз хитай компартийәсиниң бастуруш һәрикитиниң биваситә тәсиригә учриған батур шәхсләр вә уларниң аилә-тавабиатлиридин сәмимий һал сораймиз,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.