Хитайниң тәқибләш вә назарәт системиси америка аммиви радийосиниң даңлиқ программисида мәхсус аңлитилған

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.13

Америка аммиви радийоси (NPR) ниң хәвәр қилишичә, мухбир әлисун киллиң (Alison Killing) 12-декабир күни мәзкур радийониң даңлиқ программиси “бир саәтлик радийо сөһбити” дә хитай һөкүмитиниң йүз тонуш техникисидин пайдилинип уйғурларни қандақ назарәт астиға алғанлиқи вә уларни лагерларға қамиғанлиқи һәққидә елип барған тәкшүрүшлирини баян қилған.

У 13 минутлуқ сөзидә, 4 калифорнийә шитатидәк кәң уйғур земининиң һәммә йеридә сақчи понкити, чоң-кичик лагерлар барлиқини хәритә вә рәсимләр арқилиқ көрсәткән, андин қәшқәр билән даванчиңдики чоң лагерни мисал кәлтүрүп, хитайниң бир милйондин артуқ, бәлким униңдинму көп адәмни мушу йәргә қамап қийнаватқанлиқини, хитай һөкүмитидин һесаб елиш үчүн керәклик испатларниң толуқ икәнликини вә бу лагерларни тақаш үчүн әмәлий һәрикәткә өтүш керәкликини билдүргән.

NPR Ниң тор бетидә тонуштурулушичә, әлисун киллиң қурулуш мутәхәссиси һәм мухбир болуп, 2021-йил йәнә бир мухбир билән бирлишип, сүний һәмраһ рәсимлири вә қурулуш техникисидин пайдилинип, уйғур районида тор шәклидә йейилған лагерларни тәкшүрүп чиққан вә бу нәтиҗилири билән хәлқара хәвәр түри бойичә “пулитзер мукапати” ға еришкән.

Әлисун киллиң йәнә хитайниң җасуслуқ қилмишлирини, йәни иҗтимаий алақә васитилири арқилиқ абонтларниң иш-һәрикити вә көчмәнләрниң сәпирини қандақ из қоғлап тәкшүридиғанлиқини ениқлайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.