Трамп һөкүмити хитай тәтқиқатчилириға чәклимә қоюшни ойлашмақта

Мухбиримиз әркин
2018.05.01

Трамп һөкүмитиниң қаттиқ тәдбир қоллинип, хитай пуқралириниң америка университетлири вә тәтқиқат органлиридики назук тәтқиқат түрлиригә қатнишишини чәкләшни ойлишиватқанлиқи илгири сүрүлди. “нюйорк вақти гезити” ниң сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, америка һөкүмитидә хитай пуқралириниң назук тәтқиқат нәтиҗилирини хитайға тошуватқанлиқиға даир әндишә мәвҗут икән. Хәвәрдә, ақ сарайниң виза чәклимиси қоюш, уларниң америка кархана вә университетлиридики һәрбий, истихбарат қиммитигә игә тәтқиқат түрлиригә қатнишишиға қарита қаттиқ бәлгилимиләрни чиқириш қатарлиқ васитиләрни музакирә қиливатқанлиқини билдүргән.

Хитай бу йил апрелда радарға чүшмәйдиған бир хил материялни синақ қилғанлиқини җакарлиған иди. “нюйорк вақти гезити” ниң хәвиридә көрситишичә, америка әмәлдарлири хитайниң бу техникини америка дүк университетидин оғрилиған болуши мумкин, дәп гуман қилидикән. Дүк университети 2008‏-йили мәзкур тәтқиқат түрини ишлигән. 

“нюйорк вақти гезити” ниң хәвиридә, бу тәтқиқат түригә қатнашқан хитай тәтқиқатчиниң хитайға қайтип берип, милйонер болуп кәткәнлики, униң бир тәтқиқат институти қуруп, дүк университетиниң бәзи тәтқиқат түрлирини ишлигәнликини билдүргән. Хәвәрдә ашкарилинишичә, америка федератсийә идариси әйни чағда бу хитай тәтқиқатчини тәкшүргән болсиму, лекин уни һечқандақ җавабкарлиққа тартмиған икән. Хитай пуқралириниң конкрет қандақ тәтқиқат түрлиригә қатнишиши чәклинидиғанлиқи, буниң қанчилик кишигә тәсир қилидиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин “нюйорк вақти гезити” ниң билдүрүшичә, бу тәдбир университетни пүттүргән, тәтқиқат билән шуғуллиниватқан доктор аштилар, америка техника ширкәтлиридә вақитлиқ виза билән ишләватқан хитайларға тәсир қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.