Рай синаш нәтиҗисидә 99% кә йеқин киши уйғурларға ана тил маарипи тәләп қилди
2013.11.21
Йеқинда “уйғурбиз” тори тор арқилиқ уйғур ана тил маарипи һәққидә рай синаш елип барған. Рай синашқа қатнашқан 98.6 Пирсәнт биләт ташлиғучи “уйғурларниң өзиниң ана тил йәслиси вә ана тил мәктипи болуши керәк” дәп қариған.
“уйғурлар өз ана тил йәслиси вә мәктипи болушқа еһтияҗлиқму-йоқ” дегән түр бойичә елип берилған рай синаш паалийитини “уйғур биз тори” “үндидар” да елип барған. Рай синаш хитай тилида елип берилған болуп, рай синашқа 22 миң 950 адәм қатнашқан.
Улардин 52.9 Пирсәнт биләт ташлиғучи “уйғурларниң чоқум өз ана тил маарипи болуши зөрүр” дәп қариған. 45.7 Пирсәнт биләт ташлиғучи “уйғурлар өз ана тил маарипиниң болушиға еһтияҗлиқ” дегән. Пәқәт 1.4 Пирсәнт биләт ташлиғучи “ана тил маарипи һаҗәтсиз” дәп қариған.
Хитай һөкүмити 2004-йилдин башлап уйғур илидики йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләрдә “қош тил маарипи” ни йолға қоюп, уйғур тилини сиқип чиқарған. Бирақ бу уйғурларниң изчил наразилиқини қозғап кәлгән иди.