Әнглийә армийәсиниң хитайда ишләнгән һәрбий формиларни кийиши ғулғула пәйда қилған

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.22

 Әнглийә һөкүмити вә әнглийәниң дөләт хәвпсизлики әмәлдарлири гәрчә хитайниң әң чоң рәқиб вә тәһдит икәнликини пат-пат тилға елип турсиму, әмма әнглийә армийәсиниң хитайда ишләнгән һәрбий формиларни кийишини тосуп қалалмиған.

Әнглийәдә чиқидиған “күндилик почта” (Daily Mail) гезити тори 20-май күни чиқарған хәвәргә қариғанда, әнглийә һава армийә алаһидә әтрити, мәргәнләр әтритини өз ичигә алий һәрбий қисимлириниң формиси хитайда ишләнгән; әнглийә хан җәмәти һава армийәси қурулғанлиқини хатириләш учушида кийилгән һәрбий формаларму хитайда ишләнгән. Буниң үчүн хитай билән 70 милйон фонд стерлиңлиқ тохтам түзүлгән.

Әнглийә хәвпсизлик мутәхәсислири хитайниң һазир ғәрб дунясиға тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини билдүргән, әнглийәниң сабиқ баш вәзири лиз тирас (Liz Truss) алдинқи һәптә тәйвәнгә барғанда, әнглийәниң соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә туруватқанлиқини ейтқаниди.

Хәвәрдә ейтилишичә, кишилик һоқуқ паалийәтчилири әнглийә армийәси кийивалған формаларниң лагерларға соланған уйғурлар мәҗбурий ишлитилгән завутларниң мәһсулати болуши мумкинликини илгири сүргән.

Хитай експорт қилидиған пахта мәһсулатиниң 84 пирсәнти уйғур районидин келидиған болуп, бу районда 1 милйондин көп уйғур вә башқа мусулман милләтләр мәҗбурий әмгәккә селинмақта.

Әнглийә армийәсиниң сабиқ қомандани ричард кемп (Richard Kemp) : “бу кишини тәңликтә қойидиған, номус қиларлиқ хаталиқ; қораллиқ қисим тәннәрхи һәр қанчә юқири болсиму, әнглийәдә ишләнгән формаларни кийиши, һәргиз хитайниң кийимлирини киймәслики керәк; хам әшялар кишилик һоқуқ әһвали яхши дөләттин келиши, тәһдиткар, һуҗумчи дөләттин кәлмәслики керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.