Америка дөләт мәҗлиси алдида “ақ қәғәз һәрикити” ниң бир йиллиқи хатириләнгән
2023.11.30
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиң мәхсус хәвиригә қариғанда, 2023-күни 11-айниң 29-күни кәчтә америкадики уйғур, тибәт вә хоңкоңлуқ паалийәтчиләр пайтәхт вашингтондики америка дөләт мәҗлиси бинасиниң алдиға йиғилип, өткән йили 24-ноябирда үрүмчидә йүз бәргән от паҗиәси сәвәбидин пүткүл хитайда қозғалған “ақ қәғәз һәрикити” ниң бир йиллиқини хатирилигән.
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетиниң рәиси майк галлагер бу йиғилишқа қатнишип, сөз қилған. У, үрүмчидики от паҗиәси сәвәбидин қозғалған “ақ қәғәз һәрикити” гә юқири баһа бәргән вә хитайдики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблигән. У мундақ дегән: “намайишчилар җимҗит һалда көтүргини гәрчә қәғәз ақ болсиму, лекин уларниң немә демәкчи болғанлиқи вә немигә вәкиллик қилидиғанлиқи һәммимизгә аян. Улар пүткүл хитайдики авам хәлқниң авази болди. Уларниң немә демәкчи болғинини пүткүл хитай хәлқи вә һәтта чәт әлликләрму бир қарапла уқти.”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиму бу йиғилишқа қатнашқан. У, йиғилиш давамида сөз қилип, өткән йили хитайниң чекидин ашқан ковид қамали сәвәблик үрүмчидә йүз бәргән от апитидә һаятидин айрилған кишиләргә чоңқур тәзийәсини билдүргән; үрүмчидики от паҗиәси сәвәбидин қозғалған “ақ қәғәз һәрикити” ни алаһидә тилға елип, бу һәрикәттә өз пикрини баян қилғанлиқи үчүнла тутқун қилинған камилә ваһит қатарлиқ гунаһсиз инсанларниң қоюп берилиши лазимлиқини тәкитлигән. У, сөзиниң ахирида мундақ дегән: “әркин дуняда яшаватқан инсанларниң һелиһәм давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқни, хитайниң инсанийәткә қарши җинайи қилмишлирини тохтитиш мәсулийити вә виҗдани бурчи бар.”
2022-Йили 24-ноябир күни үрүмчидә йүз бәргән от апити хитайниң уйғур районида йүргүзгән чекидин ашқан ковид қамали вә униңдин келип чиққан қалаймиқанчилиқ сәвәбидин йүз бәргән иди. Илгири сүрүлүшичә, хитайниң әйни вақиттики юқум қамили сәвәблик от апити йүз бәргәндә, бинаниң чиқиш ишики қулуплақлиқ болғачқа ичидикиләр сиртқа қечип чиқалмиған, нәтиҗидә аз дегәндә 44 адәм һаятидин айрилған. Бу вәқә дәсләптә үрүмчидә, кейин хитайниң башқа өлкә-шәһәрлири вә хоңкоңда ши җинпиңниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситигә қарши “ақ қәғәз һәрикити” дәп аталған кәң-көләмлик аммиви наразилиқ намайишниң қозғилишиға сәвәбчи болған иди.