Хитай даирилири арал билән куча арисиға төмүрйол ятқузуш пиланини тәстиқлиған
2023.06.05
Хитай даирилири уйғур елида төмүрйол тори бәрпа қилип, хитай төмүрйол торини униң “бир бәлбағ бир йол” пилани билән бирләштүрүш қәдимини тезләтмәктә.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә хитай даирилири “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң 1-девизийәси турушлуқ арал шәһири билән кучани төмүрйол арқилиқ туташтуруш пиланини тәстиқлиған. Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, даириләрниң 2-июн күни арал шәһиридә йиғин чақирип, мәзкур төмүрйол пиланини музакирә қилғанлиқи; мутәхәссисләрниң мәзкур пиланниң “әмәлийлишишчанлиқи бар, тәләпкә лайиқ” дәп баһа бәргәнлики; шундақла даириләрниң төмүрйол қурулуши доклатини тәстиқлиғанлиқи билдүрүлгән.
Мәлум болушичә, арал-куча төмүрйоли хитайниң алтайдин-ғулҗаға, ғулҗадин аралғичә болған җайларни төмүрйол арқилиқ туташтуруп, җәнуб билән шимални өз ара бағлаш пиланиниң бир парчиси икән. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башланған уйғур районини кәң көләмлик хитайлаштуруш һәрикити билән бир вақитта, районниң төмүрйол қатнаш ул әслиһәлирини кеңәйтиш қурулушиниму тезләткән. “хитай хәвәрлири тори” ниң 2-июн бәргән учурида, бу төмүрйол ақсу, куча вә арал шәһириниң шималий тарим иқтисад һалқисини шәкилләндүрүп, ғулҗа билән хотәнниң төмүрйол арқилиқ бағлинишини ишқа ашуридикән.
Хитайниң биңтуән 1-девизийәси турушлуқ арал шәһири ақсу дәряси, йәркән дәряси вә хотән дәрясиниң қошулуп, тарим дәряси болуп шәкиллиниш нуқтисиға җайлашқан болуп, һазирқи омуми көлими 6923 квадрат километир келидикән.
Арал илгири уйғурлар мутләқ көп санлиқни тәшкил қилидиған бир йеза болсиму, бирақ бу йеза биңтуәнгә өткүзүп берилип, һазир хитайниң райондики мәзкур йерим қораллиқ, йерим ишләпчиқириш гәвдиси болған биңтуәнниң асаслиқ иқтисадий базисиға айланған. “хитай хәвәрлири тори” ниң ашкарилишичә, нөвәттә арал шәһири биңтуәнниң җәнубий уйғур елидики омумий ишләпчиқириш миқдариниң 46.1 Пирсәнтини тәшкил қилидикән.