Аргентина пирезиденти “кесәк дөләтлири гуруһи” ға қатнашмайдиған болди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.12.04

Йеқинда аргентина пирезидентлиқиға сайланған хавер милей (Javier Milei) ниң  ташқи ишлар министири аргентинаниң бейҗиң йетәкчилик қиливатқан “кесәк дөләтлири гуруһи” ға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитайниң йетәкчиликидики русийә, һиндистан, биразилийә, җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған “кесәк дөләтлири гуруһи” хитай тәрипидин ғәрб демократик дөләтлиригә хирис қилиш үчүн қоллиниватқан бир хәлқара гуруһ болуштәк тәсират пәйда қилип келиватқан иди.

“америка авази” радийосиниң хәвәр қилишичә, аргентинаниң болғуси ташқи ишлар министири дияна мондино өткән һәптә елан қилған бу қарар, аргентинаниң вәзипидин айрилиш алдидики бурунқи һөкүмәтниң бейҗиң билән йеқинлишиш сияситидә җиддий бурулуш ясайдиғанлиқини көрситидикән.

 

Хитай рәиси ши җинпиң өткән һәптә хавер милейға хәт йезип, униң “кесәк дөләтлири гуруһи” дин айрилмаслиқини илтимас қилған болсиму, әмма хавер милейниң шиниң хетигә қаримай кесәк дөләтлиридин айрилишни қарар қилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Хавер милей пирезидентлиқ сайлими мәзгилидә хитайниң сиясий системисини қаттиқ тәнқид қилған. Мәлум болушичә, хитай рәиси ши җинпиң өткән йили аргентинани шәхсән өзи “кесәк дөләтлири гуруһи” ға қатнишишқа тәклип қилған.

Аргентинани “кесәк дөләтлири гуруһи” ға тәклип қилиш рәсмий тәклипнамиси мәзкур гуруһниң бу йил 8-айда җәнубий африқида өткүзүлгән башлиқлар йиғинида рәсмий сунулған. Кесәк дөләтлириниң җәнубий африқа йиғинида аргентинадин сирт, иран, ефийопийә,, мисир, сәуди әрәбистан, бирләшмә әрәб хәлипилики қатарлиқ дөләтләргиму рәсмий тәклипнамә сунулғаниди.

Бу қетимлиқ сайламда аргентинаниң бурунқи бейҗиңпәрәс һөкүмитигә қарши мутләқ ғәлибигә еришкән хавер милей, сайлам мәзгилидә хитай һөкүмитини “қатил” яки әркинлик тәләп қилғучиларниң пейиға чүшкән “суйиқәстчиләр” кә охшатқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.