Хитай һөкүмити уйғур районида армийәдин чекингән хитайларғиму алаһидә етивар бәргән

Мухбиримиз җәвлан
2021.07.28

Ақсу ахбарат торида хәвәр қилинишичә, ақсу вилайәтлик партком йеқинда армийәдин чекингән һәрбийләр хизмити рәһбәрлик гурупписи йиғини ачқан. Йиғинда армийәдин чекингән хитай әскәрлиригә “армийәдин айрилсиму партийәдин айрилмаслиқ, қисимдин чекинсиму һәрбий истилини йоқатмаслиқ, мәңгү партийәгә әгишип меңиш, үлгилик вә башламчилиқ ролини җари қилдуруш” тәрбийәси бериш, уларниң идийә-сиясий хизмитини яхши ишләш тәкитләнгән. Шундақла улар үчүн мулазимәт қилиш, уларни ишқа орунлаштуруш системисини тездин бәрпа қилиш, “армийәни һемайә қилиш” паалийитини қанат яйдуруш арқилиқ уларниң тәвәлик туйғуси вә бәхт туйғусини ашуруш хизмәтлири орунлаштурулған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, армийәдин чекингән хитайлар үчүн мәхсус мулазимәт орунлириниң тәсис қилиниши хитай рәиси ши җинпиңниң йолйоруқи болсиму, уйғур районида бу алаһидә сиясий вәзипә сүпитидә иҗра қилинидикән. Хитай даирилири ичкири хитайдин шунчә көп хитай нопусини йөткигән, шунчә көп хитай оқуғучини қизиқтуруп хизмәткә орунлаштурған, шунчә көп һәрбий вә мәмурий шитатларни хитайларға берип биңтуән вә башқа мәмурий орунларға орунлаштурған болсиму, бу хитайларниң “тәвәлик туйғуси, бәхт туйғуси” техи толуқ шәкилләнмигән болуп, хитай һөкүмити дәл мушу сәвәбтин уларни юқири иш һәққи, параванлиқ вә башқа маддий тәминатлар билән тутуп қелишқа, уларни өзлириниң мустәмликчилик сиясити үчүн хизмәт қилдурушқа тиришидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.