Турпан ойманлиқидин 250 милйон йил илгиригә тәвә “турпан мәхлуқати” ниң искилити байқалған

Мухбиримиз ирадә
2021.02.25

Ички моңғулийәдики бир һайванат тәтқиқат иниститути йеқинда тәхминән 252 милйондин 255 милйон йиллар илгири турпанда яшиған вә “тоққуз чоққа турпан җанивари” дәп нам берилгән бир қәдимки һайванат түриниң ташқа айланған искилитини байқиған икән. Бу иссиқ бәлвағ вә мөтидил районларда тарқалған сүт әмгүчиләрниң бир түри икән.

Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, йеңидин байқалған “тоққуз чоққа турпан җанивари” мусбәт тип әвришкиси 50 омуртқа (6 боюн омуртқиси, 23 чиш омуртқиси, 6 көкрәк омуртқиси вә 15 қуйруқ омуртқиси) дин ибарәт мукәммәл омуртқидин тәркиб тапқан икән.

Бу перм титроподлири ичидә турпанда яшиғанлиқи җәзмләштүрүлгән бирдинбир түр болуп, тропик бәлвағ вә мөтидил бәлвағ районида тарқалған бу түр турпанда тунҗи болуп байқалған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.