Кучарда “кусән мәдәнийити” ни қоғдаш вә тәрәққиятини қелиплаштуруш пилани оттуриға қойған

Мухбиримиз әркин
2016.12.23

Уйғур аптоном райони қәдимки уйғур мәдәнийитиниң бөшүки-кусән мәдәнийитини қоғдаш вә униң тәрәққиятини қелиплаштуруш пилани оттуриға қойған.

Хитай шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, “кусән мәдәнийити тәрәққият программиси” намлиқ мәзкур пилан 20‏-декабир уйғур илиниң кучар наһийәсидә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида музакирә қилинған.

Йиғинға хитайниң тарих, археологийә, сәнәт, усул, чалғу әсваб саһәлиридики 30 дәк мутәхәссис қатнашқан.

Йиғинда, йипәк йолиниң шәкиллиниш тарихий билән хитайниң һазирқи “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсини бирләштүрүп, “кусән мәдәнийити”ни қоғдаш, тәрәққий қилдурушни қандақ қелиплаштуруш, униң омумий рамкиси, мәзмуни, кусән мәдәнийәт уқуми қатарлиқ мәсилиләр талаш-тартиш қилинған.

Әмма бәзи уйғур археолог вә миң өй тәтқиқатчилириниң билдүрүшичә, кусән мәдәнийитини қелиплаштурушта униң әслигә садиқ болуш, өзгәртмәслик, бурмилимаслиқ шәрт. “қизил миңөй рәсимлири” намлиқ китабниң аптори, археолог вә қәдимки йезиқлар тәтқиқатчиси қурбан вәли, илгири қизил миң рәсимлирини көчүрүп сизилип, рәсимләрниң портирити өзгәртилгәнликини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, кусән мәдәнийити сап уйғур мәдәнийити, кусән мәдәнийити уқуми вә униң қелиплаштуруш намидики һәрқандақ лайиһә чоқум униң әслигә садиқ болуши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.