Б д т ниң тәкшүргүчиси хитайни уйғурларға қаритилған “ашқунлуқни түгитиш низами”ни бикар қилишқа чақирған
2020.11.06
Б д т ниң алаһидә тәкшүргүчиси әхмәд шаһит б д т да доклат берип, дөләтләрни аз санлиқ милләтләрниң диний әркинликигә бузғунчилиқ қиливатқан қанунлирини бикар қилишқа чақирған. У буниңға хитайниң уйғурларға қарши “әсәбийликни түгитиш низами” чиқирип, уларни кәң көләмлик тутқун қилишини мисал қилип көрсәткән. Униң тәкитлишичә, “хитай бир милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләрни >қайта-тәрбийәләш< лагерлириға қамап, буни ашқунлуқни түгитиш чарисиниң бир қисми, дәп ақлимақта” икән.
Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунниң алдида “шинҗаң уйғур аптоном райониниң әсәбийликни түгитиш низами”ни чиқирип, йүз миңлиған уйғурни кәскән. “көрүш” тор жорнилиниң 5- ноябир хәвәр қилишичә, әхмәд шаһит доклатида бу низамниң диний ашқунлуқниң ипадилирини тутқун қилишни капәләткә игә қилғанлиқи, хусусән“ислам вә уйғур мәдинийини ашкарә намайән қилған, сақал қойған яшлар, йүзини япқан аяллар, ай-юлтуз чүшүрүлгән нәрсиләрни сақлиған кишиләрниң тутқун қилинғанлиқи”ни билдүргән.
У йәнә хитайниң уйғурларға қаратқан “әсәбийликкә қарши туруш” һәркити униң фалунгоң вә тибәт қатарлиқ башқа диний гуруппиларға тутқан муамилисиниму намайән қилидидиғанлиқини билдүргән. Униң тәкитлишичә, хитай қатарлиқ дөләтләр кәмситишкә хатимә бәрмисә, башқиларнинң кимликини чәткә қеқишни вә милләтчилик һуҗумлирини тохтатмиса, зораванлиқ вә қирғинчилиқ җинайәтлирини йүз беришигә түрткә болидикән.