Хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилиштики йеңи васитилири көпләп билинмәктә

Мухбиримиз әзиз
2020.04.15

Уйғур диярида техичә давам қиливатқан зор көләмлик сиясий бастуруш һәрикити җәрянида хитай һөкүмитиниң уйғур тили вә уйғур мәдәнийитини асаслиқ һуҗум нишани қиливатқанлиқи көпләп мәлум болған иди. Йеқинда хитай һөкүмитиниң бу җәрянда уйғурларға чошқа гөши йегүзүшкә қанчилик зор күч қиливатқанлиқи йәниму ашкариланди.

“зимистан” ториниң 14-апрелдики мақалисидә көрситилишичә, уйғур диярида оқутқучилиқ қилған бир хитай һазир бу җайларда “җуңхуа мәдәнийитини өзләштүрүш” намида уйғур оқуғучиларни чошқа гөши йейишкә риғбәтләндүрүшниң әвҗ алғанлиқини сөзләп бәргән. Болупму хитайларниң тавуз чағиниға охшаш кона байрам күнлири кәлгәндә уйғур оқуғучиларниң чошқа гөшидә етилгән тамақларни йейиши вәтәнпәрвәрликниң бир түрлүк мәзмуни қилинидикән.

Уйғур хизмәтчиләр вә оқутқучиларму буниңдин мустәсна әмәс болуп, қәшқәрдики бир хитай “чошқа гөши йемәйдиған уйғурлар ‛икки йүзлимичи‚ дәп бекитилиду,” дегән.

Мухбир йеқинда лагердин чиққан бир уйғур билән сөзләшкән болуп, уму лагерларда бу әһвалниң омумйүзлүк икәнликини, қәшқәрдики бир лагерда хитай сақчиларниң уйғур мәһбусларға чошқа гөшидә етилгән тамақларни тарқитип бәргәнлики һәмдә мушу тамақни йемигичә уларға һечнәрсә бәрмәсликини буйруғанлиқини, әмма мәһбусларниң көп қисми буни рәт қилғанлиқтин сақчиларниң бәкму чичаңлап кәткәнликини сөзләп бәргән.

Мухбирниң әһвал игилиши җәрянида һазир уйғур дияридики мәктәпләрдә хитайчә тилдин башқа тил ишлитилмәйдикән. Дуканларда уйғурчә йезиқ бесилған һәрқандақ буюмни сетишқа болмайдикән. Пүтүн маарип саһәси толуқ хитай тили муһитиға алмашқан болғачқа хитай тилини билмигән оқуғучилар тәтилгиму қоюп берилмәстин хитайчә өгинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.