Австралийәдики “чоң батарейә” қурулушиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ икәнлики ашкариланди
2024.09.17
Австралийә истратегийәлик сиясәт институти (ASPI) 6-сентәбирдә елан қилған мәхсус доклатта көрситилишичә, австралийәдики бирнәччә батарейә қурулуши ишлитиватқан материяллар уйғур мәҗбурий әмгики билән зич бағлинишлиқ болуп чиққан.
Доклатта ейтилишичә, австралийә һөкүмити нәччә милярд доллар сәрп қилиш бәдилигә ишләватқан “чоң батарейә” (BESS) қурулуши шамал енергийәси, қуяш енергийәси вә һидро енергийәси қатарлиқ енергийә байлиқлирини амбарда сақлаш шәклидә сақлашни нишан қилған. Әмма мәзкур қурулушқа керәклик батарейә материяллириниң америка тәвәсидики ширкәтләрдин импорт қилинғанлириниңму уйғур мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатлар болуп чиқиши уларни бәкму һәйран қалдурған.
Доклаттин мәлум болушичә, дуня миқясидики батарейә мәһсулатлири билән тәминләш зәнҗириниң мутләқ көп қисми хитай билән четишлиқ болуп, хитай ишләпчиқарған батарейә мәһсулатлириниң хам әшяси асасән уйғур елидин қезилидикән. Австралийәдики “чоң батарейә” қурулушиға ишлитиливатқан батарейә мәһсулатлирини тәминлигүчи икки асаслиқ ширкәт болса уйғур мәҗбурий әмгикигә бағлинишлиқ икәнлики һөҗҗәтләр билән испатланған ширкәтләр икән.
Доклатта мушу әһваллар баян қилинип, “австралийә һөкүмитиниң барлиқ қанун-мизанлири һәрқандақ шәкилдики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини мәни қилиду. Шуңа австралийәниң муһитни асраш нишаниға йетиш үчүн, уйғурларниң мәҗбурий әмгикидин бәһримән болушқа һечқандақ йочуқ қалдурулмаслиқи лазим” дәп хуласиләнгән.
Мәлум болушичә, ғәрб һөкүмәтлири хитайдики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң өз базириға киришини чәклигәндин буян хитай ширкәтлири түрлүк йеңи нәйрәңләрни “иҗад” қилған. Буларниң бири мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини охшимиған намларда експорт қилиш вә шу арқилиқ мәҗбурий әмгәк һадисисини йошуруп қелиш болған.