Австралийә өзиниң деңиз қирғақлириға йеңидин узун мусапилик башқурулидиған бомба орунлаштуридикән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2025.03.13

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, австралийә даирилири австралийә деңиз қирғақлириға йеңи узун мусапилик башқурулидиған бомба орунлаштуруш үчүн һәрикәткә өткән.

Австралийә даирилириниң тохтамлири вә бу һәқтә министирларниң бәргән баянатлириға қариғанда, австралийә дөләтниң һәрбий күчини өстүрүш, армийәсини уруш парахотлириға тақабил туридиған башқурулидиған бомба вә илғар нишанлиқ радар билән қоралландуруш арқилиқ, австралийә қирғақлириниң мудапиә системисини күчәйтмәкчикән.

Хәвәрдә дейилишичә, австралийә һөкүмитиниң бу тәдбирлири алдинқи айда хитай армийәси өзиниң 3 данә уруш парахотини австралийә қирғақлириға йеқин җайға әвәтип, австралийәниң рухситисиз бу деңиз районида һәрбий маневир өткүзүши билән мунасивәтлик икән. 21-Феврал җүмә күни қилинған бу һәрбий маневир сәвәбидин, австралийә билән йеңи зеландийә оттурисида учидиған нөвәтчи айропиланлар хитайниң һәқиқий оқ ишлитиватқан болуш еһтималлиқини көздә тутуп, өзиниң учуш линийәлирини йөткигән. Әйни чағда һәр икки дөләт рәһбәрлири хитайни тәнқид қилған вә бу һәрикәтни “агаһландуруш сигнали” дәп атиған.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, австралийә һөкүмәт әмәлдарлири австралийә орнатмақчи болған йеңи узун мусапилик башқурулидиған бомбиларниң мусаписи 1000 километирға йетиши мумкинликини, униң юқири һәрикәтчанлиққа игә зәмбирәк ракета системиси (HIMARS) қоюп бериш суписи билән қоюп берилидиғанлиқини билдүргән.

Австралийә дөләт мудапиә министирлиқиниң хәвиригә қариғанда, австралийәдә америкадин заказ қилинған 42 данә башқурулидиған бомба қоюп қоюп бериш суписи бар болуп, уларниң 2026-27-йиллири ишқа киришидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән. Бу супилар арқилиқ һәрикәт һалитидики парахотларни нишанға алғили болидикән.

Австралийә армийәсиниң пенсийәгә чиққан генерали риянниң ройтерс агентлиқиға дейишичә, бу йеңи башқурулидиған бомбилар дүшмәнни чекиндүрүш вә уларға тәһдит қилиш ролини ойнайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.