Австралийә хитай уруш айропиланиниң җәнубий деңиздики “хәтәрлик вә ғәйрий кәспий” иғвагәрчиликини әйиблигән
2025.02.13
Австралийә 13-феврал хитайға наразилиқ билдүрүп, бир хитай уруш айропиланиниң икки күн аввал җәнубий деңизда чарлаш елип бериватқан австралийә деңиз армийәси чарлиғучи айропиланиға қарита “хәтәрлик һәм ғәйрий кәспий” иғвагәрчилик елип барғанлиқини тәнқид қилған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай өзиниң нуқтисидин өктә қопуп, австралийәни хитайниң игилик һоқуқидики районниң һава бошлуқиға “қәстән үсүп кириш” билән әйиблигән. Бу, австралийә-хитай уруш айропиланлириниң тунҗи қетим җәнубий деңиз һава бошлуқида бу хил “хәтәрлик” ихтилапқа чүшүши болуп һесаблиниду.
Австралийә дөләт мудапиә министири ричард марлес (Richard Marles) ниң билдүрүшичә, австралийә хан җәмәти һава армийәсиниң “P-8A поседон” намлиқ деңиз чарлиғучи айропилани 11-феврал җәнубий деңизниң хәлқара деңиз һава тәвәликидә даимлиқ чарлаш елип бериватқанда, хитай азадлиқ армийәсиниңJ-16 бәлгилик күрәшчи айропилани австралийә чарлиғучи айропиланиға 30 метир йеқинлишип, йоруқлуқ бомбиси қоюп бәргән. Ричард марлес австралийә “асман хәвәрлири” қанилиниң зияритини қобул қилғанда, “бу, биз хәтәрлик дәп елан қилған бир һәрикәт, биз әндишилиримизни түнүгүн вә бүгүн, һәм канберрада һәм бейҗиңда хитай һөкүмитигә билдүрдуқ” дегән.
Хитай ташқий ишлар министирлиқи хитай уруш айропиланиниң һәрикитини “қанунлуқ, кәспий характерлик һәм өзини тутувалғанлиқ” дәп көрситип, бу вәқәдә хитайниң австралийәгә дипломатик наразилиқ билдүргәнликини ейтқан. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси го җякун 13-феврал мухбирларға “хитай тәрәпниң қолланған қоғлап чиқириш тәдбирлири қанунлуқ, кәспий характерлик һәм өзини тутувалғанлиқитур. Хитай австралийәгә җиддий дипломатик әсләтмиләрдә болди” дегән.
Мәлум болушичә, охшаш бир вақитта йәнә икки америка һәрбий парахоти тәйвән боғузидин өткән. Хитай тәрәп буниңға наразилиқ билдүрүп, тәйвән мәсилиси хитайниң “игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки мәсилиси” икәнликини ейтқан болсиму, әмма американиң һинди-тинч окян қоманданлиқ иштаби, америка парахотлириниң тәйвән боғузидин өткәнликиниң нормал йүрүш икәнликини, бу районниң һәрқандақ дөләтниң деңиз тәвәликигә кирмәйдиғанлиқини ейтқан. Хитай пүткүл җәнубий деңизни өзиниң игилик һоқуқидики район десиму, әмма хәлқара адаләт соти 2016-йили кесим чиқирип, хитайниң бу тәлипини рәт қилған иди.