Австралийәдә хитай баш министири ли чяңниң зияритигә қарши намайиш елип берилди
2024.06.17
Хитай баш министири ли чяң 17-июн күнидин башлап австралийәдики 4 күнлүк зияритини башлиған болуп, униң бу зиярити австралийәдики уйғурлар, тибәтләр, хитай демократчилири вә фалунгуңчиларниң қаттиқ қаршилиқиға дуч кәлгән. Намайишчилар австралийәниң парламент бинаси әтрапида паалийәт қиливатқанда, хитайниң һөкүмәт тәрәпдарлири билән австралийә сақчилириниң тосқунлуқиға учриған. Икки тәрәп оттурисида хели еғир сүркилиш вә тоқунушлар болған.
Австралийә алаһидә радийо қанили (SBS) 17-июн бәргән хәвәрдә ейтилишичә, австралийәдә яшаватқан уйғурлар, тибәтләр вә хитайлардин тәшкил тапқан кишилик һоқуқ қоғдиғучилири австралийәниң канберра шәһиридики парламент бинаси әтрапида хитай баш министири ли чияңға қарши шоар товлиған. Бәзи хитай намайишчилири хитай компартийәсиниң байриқини көйдүрмәкчи болған. Австралийә федератсийә сақчилири уларниң қолидин байрақни тартивалған вә намайишчиларға зорлуқ күч ишләткән. Намайишчилардин бири “тинчлиқни бузған” дәп қарилип қолға елинған.
Австралийә парламент бинаси сиртида җиддий қаршилиқ вә намайишлар болуватқанда, парламент бинаси ичидә хитай баш министири ли чияңни күтүвелиш мурасими дағдуғилиқ өткүзүлгән. Австралийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әң еғир болған хитай рәһбирини бу шәкилдә күтүвелиши намайишчиларниң күчлүк наразилиқини қозғиған.
Алдинқи һәптиниң ахири австралийәгә кәлгән ли чяң, хитайниң 7 йилдин буян австралийәни зиярәт қилған тунҗи баш министири болуп, у келипла австралийә билән хитайниң мунасивитини оңшайдиғанлиқини, иқтисад-сода, саяһәтчилик ишлирида һәмкарлиқни қайта күчәйтидиғанлиқини билдүргән. Австралийә баш министири антони албенизи (Antony Albanese) 2023-йил 11-айда хитайни зиярәт қилған болуп, униң бу қетим ли чяңни алаһидә күтүвелиши вә хитай билән мунасивәтни қайта яхшилаш ирадисини билдүрүши кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчилириниң наразилиқиға учриған.
Әнгилийә “муһапизәтчи” ториниң 16-июн күни бәргән хәвиригә қариғанда, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири австралийә баш министири антони албенизигә чақириқ қилип, хитай баш министири ли чяң билән көрүшкәндә, сода-иқтисадни қайта җанландурушни тилға елиштин аввал, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин мәҗбурий әмгәк мәсилисигә обдан қарап чиқишқа үндигән.