Рай синаш нәтиҗиси: австралийәликләрниң йеримиға йеқини хитайни һәрбий тәһдит дәп қарайду
2017.06.22
Седнийдики ловий хәлқара сиясәт тәтқиқат орни бүгүн, хитай һәққидә бир рай синаш нәтиҗиси елан қилди.
Мәлум болушичә, австралийәликләрниң йеримиға йеқини кәлгүси 20 йилда хитай австралийә үчүн һәрбий тәһдиткә айлиниду дәп қарайду. Хәвәрләрдә дейилишичә, рай синашта хитайни һәрбий тәһдит дәп аваз бәргүчиләрниң сани 46% гә йәткән болуп, бу нисбәт 2015-йилидикигә нисбәтән 7% ашқан.
Ройтирисниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, австралийәдә хитай әндишисиниң күчийишигә, хитайниң йеқинқи йиллардин бери җәнубий деңизда сүний аралларни пәйда қилиши, у йәрдики һәрбий әслиһәлирини кеңәйтиши вә филиппин, вийетнам вә бруни қатарлиқ дөләтләр билән җәнубий деңиз мәсилисидә изчил һалда территорийә талишиши сәвәб болған. Рай синашта йәнә, хитайни сода шерики дәп қариғучиларниңму аз әмәслики мәлум болған.
Бу рай синаш нәтиҗиси һәққидә пикир баян қилған америка тинч окян һәрбий қоманданлиридин том хонсон “америка билән иттипақдаш болуп туруп, хитай билән сода қилиш арисида тәңпуңлуқни сақлаш асан иш әмәс, мәнчә австралийә дөләт мәнпәәти үчүн қайсисиниң бәкрәк муһимлиқи һәққидә ойлиниши керәк” дегән.