Хитай һөкүмитиниң австралийәдики оқуғучиларни пайлақчилиққа селиши диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2021.06.30

Вашингтон шәһридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 30-июн күни зор һәҗимлик доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бу җайдики оқуғучиларни австралийәдики уйғур җамаиитигә җасуслуқ қилишқа һәмдә хитай һөкүмитиниң тәшвиқат қорали болушқа қиставатқанлиқини тәпсилиy баян қилди.

Доклатта баян қилинишичә, аптор зиярәт қилған һәмдә хитай паспорти билән австралийәгә кәлгән 46 нәпәр оқуғучи вә илмий хадим хитай һөкүмитиниң уларни җасуслуқ қилишқа қандақ қизиқтурғанлиқи һәмдә рәт қилмақчи болғанларға қандақ тәһдит салғанлиқини сөзләп бәргән. Уларниң бәзилири хитай демократчилирини қоллайдиғанлар болуп, хоңкоңдики демократийә намайишини һемайә қилиш мәзмунидики темиларни тарқатқанларни паш қилишқа зорланған, йәнә бәзиләр болса австралийәдики уйғур җамаитиниң түрлүк паалийәтлиридин мәлумат беришкә қизиқтурулған.

“адәм” тәхәллусида зиярәтни қобул қилған бир уйғур оқуғучи ‍өзиниң дәл мушу хил бесимдин халас болуш үчүн илаҗисиз австралийәниң оттура қисмидики уйғурлар йоқ бир шитатқа көчүп кетишкә мәҗбур болғанлиқини ейтқан. У бу һәқтә сөз қилип: “хитай һөкүмити мени уларға җасуслуқ қилип беришкә һәмдә мениң австралийәдики оқуш пулумни төләп беришкә вәдә қилди” дегән. Униң билдүришичә, хитай сақчилири уни аделайд вә мелбурн қатарлиқ җайлардики намайишларға бериш һәмдә видийоға елиш, шу җайлардики уйғурларниң өйлиригә бериш һәмдә уларниң адресини, қандақ машина һәйдәйдиғанлиқини вә қандақ хизмәт қилидиғанлиқини ениқлашқа буйруған. Хитай сақчилири униң вәтәндики анисини сақчиханиға елип келип сорақ әһвалини видийо арқилиқ униңға нәқ мәйдандин көрсәткән. Шуниңдин кейин “адәм” бу ишларни австралийә сақчи даирилиригә мәлум қилған болсиму, улар бу ишларға қарита һечнәрсә қилалмайдиғанлиқини ейтқан.

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики оқуғучиларни пайлақчилиққа селиши австралийәниң һәрқайси җайлирида омумиййүзлүк мәвҗут икән. Австралийә маарип мнистирликиниң минситири алан таҗ бу доклат һәққидә сөз қилип: “биз буниңдин бәкму әндишигә чүштуқ. Мән истихбарат вә бихәтәрлик тармақлирини бу хил мәсилиләргә қарита тегишлик тәдбир елишқа дәвәт қилимән,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.