Хитай ахбарат әркинлики бойичә әң начар дөләтләр қатаридин орун алди
Чиграсиз мухбирлар тәшкилати бүгүн һәрқайси дөләтләрниң 2019-йиллиқ ахбарат әркинлики көрсәткүчини елан қилди. Хитай бу йилму дунядики ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр қатаридин орун алди.
Мәзкур тәшкилатниң көрситишичә, хитайниң юқири пән-техникиға таянған орвелчә назарәт вә тәқиб асасидики демократийәгә қарши түзүми җиддий диққәт тәләп қилидикән. Чүнки бейҗиң һөкүмити бу түзүмни пүткүл хәлқараға тәшәббус қилмақтикән.
Доклатта мундақ дейилгән: “хитай һөкүмити хитайдики мухбирларни контрол астиға елипла қалмай, хитайдики чәтәллик мухбирларниң хизмәтлиригиму тосалғу пәйда қилмақта. Хитай һазир дуняда өз контроллуқидики ‛йеңичә ахбарат түзүми‚ шәкилләндүрүшкә урунмақта”
Хитай чиграсиз мухбирлар тәшкилатиниң 2019-йиллиқ көрсәткүчидә дунядики 180 дөләт арисида 177-орунға тизилип, арқидин саниғанда 4-болған.
Хәлқара мухбирларни қоғдаш җәмийити намлиқ йәнә бир тәшкилат бу йил 3-айда елан қилған доклатида уйғур районида 2016-вә 2018-йиллири арисида йәрлик ахбарат-нәшрият орунлирида ишләйдиған аз дегәндә 30 нәпәр тәһрир вә мухбирниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән иди.
Хитай һөкүмити йәнә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң 6 нәпәр мухбириниңму юртлиридики уруқ-туғқанлирини лагерға қамаш арқилиқ уларниң америкадики ахбарат хизмитигә тосқунлуқ қилишқа урунмақта.