Профессор азад султанниң мәхсус уйғур әдәбияти һәққидики китаби нәшир қилинди
2016.07.24
Уйғур әдәбиятшунаслиқиниң муһим вәкиллиридин бири, шинҗаң университетиниң профессори азад рәһмитулла султанниң “миллий әдәбиятниң баяни вә қурулуши” намлиқ китаби йеқинда бейҗиңдики язғучилар нәшрияти тәрипидин хитай тилида нәшр қилинип тарқитилған.
Уйғур тор бәтлиридики баһаларда қәйт қилинишичә, мәзкур әсәр уйғур әдәбияти тәтқиқати саһәсидики муһим бир төһпә сүпитидә әдәбият саһәсидә юқири тәсир қозғиған вә хитай әдәбиятшунаслириниң шуниңдәк хәлқара мутәхәссисләрниң уйғур әдәбиятини чүшинишидә муһим рол ойнайдиғанлиқи көрситилгән.
Гәрчә илгири бир қисим хитай әдәбиятшунаслири һазирқи заман вә классик уйғур әдәбияти һәққидә мәхсус әмгәкләрни язған болсиму, бирақ уларниң көпи уйғур тили вә чағатай тилини билмәй, пәқәт тәрҗимигә таянғачқа уйғур әдәбияти һәққидә чоңқур вә қайил қиларлиқ нәтиҗиләрни оттуриға чиқиралмиған икән. Шуңа азад султанниң әсириниң юқири илмий қиммитини чүшәнгән хитайниң мәшһур язғучиси, сабиқ хитай мәдәнийәт министири ваң мең вә уйғур районидики атақлиқ хитай язғучилиридин дуң либо қатарлиқлар китабқа кириш сөз йезип әсәрни юқири баһалиған.
Тәңри тағ ториниң йезишичә, бу китаб әмәлийәттә профессор азат султанниң юқири сәвийилик илмий мақалилар топлими болуп, 40 парчә мақалидин тәркип тапқан. Булар килассик уйғур әдәбияти, һазирқи заман уйғур әдәбияти, һазирқи заманда мәхсус хитай тилида әсәр язидиған уйғур язғучилириниң әсәрлириниң бәдий қиммити вә башқиларға қаритилған. Шуниңдәк уйғур әдәбиятидики йүсүп хас һаҗип, елишир навайи, абдуреһим өткүр вә башқа мәшһур нанамйәдиләрниң әсәрлири һәққидә әтраплиқ анализлар йүргүзүлгән.