Мишел бачилет уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики доклатни бу айда елан қилиши керәк икән

Мухбиримиз җәвлан
2022.08.12

Бу йил 8-ай хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәт әлдики уйғурлар үчүн муһим бир ай болуп, һәммәйлән б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилетниң уйғур райони һәққидики кишилик һоқуқ доклатини елан қилишини күтмәктә икән.

Бу йил 6-айда б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет вәдә берип, 4 йиллиқ вәзипә муддитини аяғлаштуруш алдида, йәни 8-айниң 31-күнидин илгири уйғур елидики кишилик һоқуқ әһвали һәққидики доклатни елан қилидиғанлиқини билдүргәниди.

“америка авази” да берилгән бу хәвәрдин мәлум болушичә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң баянатчиси лиз троссел (Liz Throssell) : “биз бурун ейтқандәк, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари бу айниң ахирида вәзиписидин айрилиштин илгири бу доклатни елан қилишқа вәдә бәргән,” дегән.

У йәнә: “мишел бачилетниң 5-айда хитайға зиярәткә бериши уйғур районидики кишилик һоқуқ әһвалини тәкшүрүш әмәс, бәлки мәзкур доклат елан қилиништин илгири хитайниң пикрини елиш вә бу доклатни ортақ пикир асасида йеңилаш иди,” дегән.

Йеқиндин буян “хитай күндилик гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири бу доклатниң елан қилинишини тосуш ғәризидә “1990-йилдин 2016-йилғичә шинҗаңда миңлиған террорлуқ вәқәлири йүз бәрди; нурғун шаһитлар вә террорлуқ һуҗумиға учриғанларниң аилә тавабиатлири мишел бачилетқа елхәт йоллиди; хитай һөкүмити террорлуқниң йилтизини қурутуш үчүн кәспий тәрбийәләш мәркәзлирини қурған,” дегәндәк мәзмунда тәшвиқат елип барған.

Ройтрес агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити алдинқи айда б д т кишилк һоқуқ алий комиссариға хәт йезип, “шинҗаңға мунасивәтлик кишилик һоқуқ доклатини елан қилмаслиқ” ни тәләп қилған һәмдә әгәр елан қилған тәқдирдә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини сиясийлаштурғанлиқ болидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән.

Америка кеңәш палата әзаси марко робийо алдинқи һәптә мишел бачилетқа хәт йезип, хитайниң бесимиға қаримай у доклатни елан қилишқа, вәзипә өтәш муддитидә өз шәнигә дағ тәгкүзмәсликкә чақирғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.