Бағраш көли хитайларниң “белиқ амбири” ға айланди
2020.08.25
Хитай мәтбуатлирида изчил “дөлитимиздики әң чоң ички қуруқлуқ татлиқ су көли” дәп тәриплинип кәлгән бағраш көли йеқиндин буян хитайларниң нәзиридә “сәддичинниң сиртидики әң чоң белиқ макани” дәп тәшвиқ қилинишқа башлиди.
“хәлқ тори” ниң 25-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, бағраш көли нөвәттә сүний көпәйтиш усулини қоллиниш арқилиқ әсирләр бойи тәклимаканниң муңлириға гуваһчи болуп кәлгән бағраш көлини хитай белиқчилириниң әң чоң бақмичилиқ мәйданиға айландурған. Нөвәттә бу көлдә бақмичилиқ билән шуғуллиниватқанларниң сани 60 миңдин ешип кәткән.
“тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә улар торға чүшкән белиқлардин төт килограм (тәхминән 10 қадақ)дин еғир кәлгәнлирини илғивелип, башқилирини көлгә қоюветидикән. Шү чиңшүй исимлик бир хитай белиқчи мухбирларға бу һәқтә сөз қилип “һәр күни 500-600 килограм белиқ тутимән. Бир йилда белиқчилиқтинла 70-80 миң сом кирим қилимән” дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, бағраш көлидики белиқларниң түри 32 хилға йетидиған болуп, уйғурлар дияридики әң чоң белиқчилиқ базиси икән.
Һалбуки техи йеқинқи мәзгилләргичә бағраш көлиниң хитай завутлиридин чиққан “булғанған суларни қоюветиш амбири” болуп кәлгәнлики муназирә темиси болуп кәлгәниди. Әмдиликтә болса хитай һөкүмитиниң “бағраш көлини тазилап кишиләргә бәхт яритиш” шуариниң әмәлийәттә белиқчилиқ үчүн болғанлиқи ашкара болди. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат йоруңқаш сөз қилип: “уйғур яшлири ‛ешинча әмгәк күчи‚ дегән намда нәччә йүз сомлум айлиқ мааш билән ичкиригә йөткиливатқанда хитай көчмәнлири уйғурларниң ана маканида белиқчилиқ қилип милйонлап пул тапмақта” деди.