Пирезидент трамп полат-төмүр вә алюмин мәһсулатлириға қошумчә 25 пирсәнт баҗ қойидиғанлиқини елан қилған
2025.02.10
Америка пирезиденти трамп хитай маллириға 10 пирсәнт баҗ қоюп буни өткән һәптә рәсмий иҗра қилишиниң арқисидин 9-феврал күни йәнә чәт әлниң полат-төмүр вә алюмин мәһсулатлириға 25 пирсәнт баҗ қойидиғанлиқини елан қилған.
Америка мәмликәтлик аммиви радийоси (NPR) вә башқа америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, пирезидент трамп 9-феврал айропиланда американиң йеңи орлиан шәһридә өткүзүлгән мәмликәтлик зәйтун топ дәриҗидин ташқий чемпийонлуқ мусабиқисини көрүшкә кетиветип, мухбирларға “америкаға киргән һәрқандақ полат-төмүргә 25 пирсәнт баҗ қоюлидиғанлиқи”, буниң “алюмин мәһсулатлириниму өз ичигә алидиғанлиқи” ни ейтқан. Пирезидент трампниң билдүрүшичә, у 11-яки 12-феврал күнлири буниңға қарши өч елиш характерлик җаза тәдбири йүргүзгән дөләтләргә қарита инкас характерлик баҗ тәдбири елан қилишни пиланлимақта икән. Хәвәрләрдә униң “әгәр улар биздин баҗ алса, бизму улардин баҗ алимиз, бу мушундақ болиду” дегәнлики, “һәр бир дөләткә қарап болиду” дегәнләрни тилға алғанлиқи қәйт қилинмақта.
Хәвәрләрдә, бу тәдбирдин мексика билән канаданиң әң көп тәсиргә учрайдиғанлиқи қәйт қилиниватқан болсиму, әмма трампниң бу қарари хитайниң 10-февралдин башлап бир қатар америка маллириға өч елиш характерлик таможна беҗи қоюшқа башлишиниң һарписида елан қилинған. Пирезидент трамп өткән һәптә фентанил сәвәбидин хитай маллириға 10 пирсәнт баҗ қойғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай һөкүмитиму хам нефит, суюқландурулған тәбий газ, машинасазлиқ вә башқа бир қисим америка маллириға 10 пирсәнттин 15 пирсәнткичә баҗ қойидиғанлиқини елан қилған.
Мәлум болушичә, хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси го җякүн, 10-феврал мухбирларға “биз американиң хата һәрикитини тохтитишини, йәни иқтисад һәм сода ишлирини сиясийлаштуруши вә уни қоралға айландурушни тохтитишини үмид қилимиз” дегән.
NPR Ниң билдүрүшичә, америка билән хитайниң сода сүркилиши, хитай иқтисади интайин мүшкүл вәзийәттә чүшүп қелип, өй-мүлүк базири киризисқа патқан, қәрз көпийип, пул пахаллиқи йүз бәргән, хитай иқтисади турғун вәзийәттин қутулалмайватқан бир пәйттә партлиған.