Германийә баш министири балқан дөләтлирини хитайниң сиясий тәсири мәсилисидә агаһландурди
2018.02.22
Германийә баш министири ангела меркел хитайни балқан дөләтлиридики иқтисадий мәблиғини сиясий қорал қилип ишләтмәсликкә чақирған вә балқан дөләтлирини хитайниң сиясий тәсири мәсилисидә агаһландурған.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ангела меркел бу сөзләрни македонийә баш министири зоран заив билән учрашқандин кейинки өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида оттуриға қойған.
У сөзидә: “хитай билән болған сода алақисидә әркин содини әмәлгә ашуруш үчүн пәқәт бирла тәрәпниң очуқ-ашкара болуши йетәрлик әмәс. Сода мунасивәтлирини сиясий мәсилиләргә четивелиш әркин сода үчүн пайдилиқ, дәп қаримаймән” дегән.
Фирансийә агентлиқниң ейтишичә, ангела меркел бу сөзлири арқилиқ хитайниң аталмиш “йеңи йипәк йоли” истратегийәсини ишарәт қилған.
Хәвәргә қариғанда, хитай балқан районидики гиретсийә қатарлиқ дөләтләргә зор миқдарда мәбләғ салған болғачқа, балқан дөләтлири явропа бирликидә хитайға пайдилиқ қарарларни елиш, яки хитайға зиянлиқ қарарларни тосушта һалқилиқ рол ойнимақтикән. Болупму, явропа бирликиниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайни тәнқидлиши юқиридики дөләтләрниң тосқунлуқиға учримақтикән. Шуңлашқа хитайниң бу истратегийә арқилиқ явропадики сиясий тәсирини ашуруши мумкинлики әндишә пәйда қилмақтикән.
Мәлум болушичә, фирансийә президенти еммануел макронму йеқинда қилған бир сөзидә мушу мәсилини тәкитләп “бәзи дөләтләр хитайниң мәблиғигә бәкрәк берилип кетип, явропа иттипақиниң мәнпәәтлирини қурбан қиливетип бариду” дегән.