Бәшәр әсәд һакимийитиниң ағдурулуши нәтиҗисидә, хитайниң оттура шәрқтики мәнпәәти қаттиқ зәрбигә учриған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.12.09

Сүрийәдики һәйәти тәһрири шам (HTS) күчлириниң қисқа вақит ичидә бәшәр әсәд һакимийитини ағдуруп ташлиши хәлқарада қизиқ нуқтиға айланған бир пәйттә, америка, русийә вә хитайниң бу зор сиясий вәқәгә билдүргән инкасиму диққәт қозғимақта.

Америка пирезиденти җов байден 9-декабир күни X да йоллиған учурида, бәшәр әсәд һакимийитиниң ағдурулғанлиқини тәбрикләп: “әсәд һакимийити ахир ғулап чүшти, бу һакимийәтниң йоқитилиши һәқ-адаләт һәрикити һесаблиниду. Бу, узун вақит азаб чәккән сүрийә хәлқиниң өз дөлитини қайта қуруп чиқиши үчүн бир тарихий пурсәттур” дегән, шундақла кәлгүсиниң йәнила наениқ вә хәвплик икәнликини әскәрткән.

Шяң яң исимлик бир хитай көзәтчиниң X да елан қилған учуриға қариғанда, хитай рәиси ши җинпиң техи өткән йили бәшәр әсәд билән бейҗиңда көрүшкәндә, икки дөләт достлуқиниң чоңқур икәнликини вә истратегийәлик һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини билдүргән икән. Хитай сүрийәгә сиясий, иқтисадий вә дипломатийә җәһәттә зор ярдәмләрни бәргән болуп, б д т йиғинлирида русийә билән бирликтә сүрийәни қоллап, бәшәр әсәд һөкүмитиниң пуқраларға химийәлик қоралларни ишлитиши сәвәбидин җаза чәклимисигә учришиға тосқунлуқ қилип кәлгән. Хитай йәнә сүрийәниң башқурулидиған бомба ясаш түригә ярдәм берипла қалмай, 2016-йилдин башлап бәшәр әсәд армийәсини қоралландурған вә мәшиқләндүргән. Хитай йәнә сүрийә истихбарат орунлири билән һәмкарлишип, “радикал уйғурларниң хитайдин сүрийәгә берип урушқа қатнишиши” ға тосқунлуқ қилған. Учурда мундақ дейилгән: “бу қетим хитайниң оттура шәрқтики сиясий, иқтисадий вә истратегийәлик мәнпәәти йәнә бир қетим қаттиқ зәрбигә учриди. Ши җинпиңниң муһим иттипақдиши, дости болған бәшәр әсәд сүрийә хәлқини қирғанлиқи үчүн хәлқара җазаға учрайду, һалбуки бу ‛кичик мустәбит‚ чоң мустәбит ‛ши җинпиң‚ тәрипидин ‛америкиға қарши қәһриман‚ дәп мәдһийәләнгәниди”.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай тәрәп 5-декабир күни бәргән баянатида хитайниң сүрийә вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқини вә бәшәр әсәд һакимийити тәрәптә туридиғанлиқини билдүргән. 9-Декабир күни болса, хитай өз позитсийәсини өзгәртишкә мәҗбур болған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мав ниң: “сүрийәниң истиқбали вә тәқдирини сүрийә хәлқи бәлгиләйду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.