Америка, хитай билән русийәни башқурулидиған бомба һуҗумидин мудапиә көридиған дөләтләр қатариға қойған
2018.03.02
Америка һөкүмитиниң һава мудапиә сиясити бурун нуқтилиқ һалда шималий корейә билән иран қатарлиқ дөләтләрниң башқурулидиған бомба һуҗумиға тақабил турушқа қаритилған иди. Лекин “вашингтон почтиси” гезитиниң җүмә күни ашкарилишичә, нөвәттә трамп һөкүмити америкиниң башқурулидиған бомба һуҗумиға қарши һава мудапиә сияситини кеңәйтип, униңға хитай билән русийәни қошушқа тәйярлиқ қилмақта икән.
Америкиниң һава мудапиә сияситидики өзгириштин хәвәрдар әмәлдарлар, трамп һөкүмитиниң йеңи сиясити йәнила шималий корейәниң һуҗумиға тақабил турушни мәркәз қилсиму, бирақ хитай вә русийәниң башқурулидиған бомба тәһдитини ойлишишқа еһтияҗ туюватқанлиқини билдүргән. Хәвәрдә трампниң һава мудапиә сияситиниң техи ахирқи шәклини алмиғанлиқи, униңға пат йеқинда түзитиш киргүзүлүп, 3-айниң ахирлирида елан қилинидиғанлиқини билдүргән.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвиридә көрситишичә, америкиниң юқириқи пилани хитай өзиниң балистик бомба программисини актип йолға қоюватқан, русийә йеңи типлиқ ядро қоралиға еришкәнликини елан қилған бир мәзгилдә оттуриға қоюлған. Йеқинда америка тинч окян қисимлириниң қомандани адмерал һаррий һаррис, “хитайниң һәрбий тәрәққияти пат йеқинда һәр қайси саһәләр бойичә америкиға хирис пәйда қилиду,” дегән иди.
Русийә президенти путин пәйшәнбә күни русийә дөләт думасида нутуқ сөзләп, русийәниң бир хил “йеңилмәс” ядро қоралиға еришкәнликини, узун мусапилик бу ядро қоралиниң “дуняниң һәрқандақ йеригә йетип баралайдиғанлиқи” и илгири сүргән иди. “вашингтон почтиси” гезитиниң илгири сүрүшичә, америкиниң сияситидики өзгириш трамп һөкүмитиниң хитай вә русийә билән “чоң дөләтләр риқабити” гә чүшүштәк дөләт хәвпсизлик истратегийәсигә мас келидикән.