Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати б д т баш катипи гутерресни сөзидә уйғурларни тилға елишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2020.02.24

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 24‏-феврал күни б д т баш катипи антонио гутерресниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә сөзлигән сөзигә инкас қайтуруп, униң уйғур, роһиңга вә сүрийәдики тоқунуш қатарлиқ мәсилиләрдә ениқ вә конкрет болушини тәләп қилди. Антонио гутерес 24‏-феврал җәнвәдә өткүзүлгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 43‏-нөвәтлик йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилип, дунядики тоқунуш, һава килимати вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини һәл қилишниң 7 нуқтилиқ һәрикәт пиланини оттуриға қойған. У, дөләтләр, ширкәтләр вә хәлқләрни йәршари миқясида кишилик һоқуқни әслигә кәлтүрүш вә бәрпа қилиш үчүн һәрикәткә өтүшкә үндигән. Гутеррес: “мән кишилик һоқуқ кеңишигә хәлқара диалог вә һәмкарлиқни илгири сүрүп, кишилик һоқуққа түрткә болуш һәрикити қозғашни чақиришқа кәлдим” дегән. Лекин у кишилик һоқуққа хилаплиқ қиливатқан һечқандақ бир дөләтни тилға алмиғаниди. +

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә директори кеннис рот гутерресниң сөзигә дәрһал инкас қайтуруп мундақ дегән: “баш катип кишилик һоқуқ қурбанлириниң күчлүк авази вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилириниң тәнқидчиси болуп, мәйли хитайдики уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилинишида болсун, мәйли бирминиң роһиңгаларға қарита садир қилған вәһшийликидә болсун яки русийә вә сүрийәниң идлибтики пуқраларни қалаймиқан бомбардиман қилишида болсун кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан һөкүмәтләргә қарши турупму пут тирәп туралайду.” 

Гутеррес илгири хитайда 3 милйондәк уйғур қатарлиқ мусулманларниң тутқун қилинип, лагерларға қамилишиға сүкүт қилиш билән әйиблинип кәлгәниди. Кеннис ротниң бирләшмә агентлиқиға билдүрүшичә, “униң пилани б д т баш катипи сағлам вә қәрәллик ашкара пикир елан қилип, кишилик һоқуқ дәпсәндичилириниң исмини тилға елиштин қачмиғандила мувәппәқийәт қазиналайдикән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.