Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 2025-йиллиқ әзалири ичидә хитай вә уни қоллайдиған мустәбит дөләтләр көп нисбәтни игилигән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.01.02

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 2025-йиллиқ әзалири тизимликидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики еғир болған дөләтләр, һәтта б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқ еһтимали болған” хитайму давамлиқ орун алған.

Хәлқара кишилик һоқуқ адвокати, язғучи, б д т көзитиш ишханисиниң иҗраийә директори һилел невур (Hillel Neuer) 31-декабир өзиниң X һесабида йоллиған учурида, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 2025-йиллиқ әзалири ичидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики еғир болған дөләтләрниң 57 пирсәнтни игилигәнликини елан қилған. Буларниң ичидә хитай, куба, қатар, судан, алҗирийә, боливийә, кувәйт, брунди, вийетнам, қирғизистан, бенгал, конго қатарлиқ дөләтләр бар икән.

2023-Йил 10-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң муһим кишилик һоқуқ оргини болған “кишилик һоқуқ кеңиши” әзалири сайланғанда, хитайни өз ичигә алған 15 дөләт әзалиққа сайланған. Хитай 192 авазниң 154 гә еришкән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң алий тәтқиқатчиси мая ваң радийомизға қилған сөзидә, хитайниң бундақ көп аваз билән сайлинишидики сәвәбниң асия-тинч окян райони бойичә хитайниң башқа риқабәтчиси болмиғанлиқидин икәнликини билдүргәниди.

Мәлум болушичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләт кишилик һоқуқ әһвалиниң яхши-яман болушиға қарап әмәс, бәлки җуғрапийәлик җайлишиш әһвалиға, нопусниң тәқсимлинишигә асасән бәлгилинидикән. Мана бу хитайдин башқа йәнә, брунди, куба қатарлиқ кишилик һоқуқ әһвали начар дөләтләрниңму бу тизимликтин орун елишидики асаслиқ сәвәб икән.

Тәтқиқатчи мая ваңниң радийомизға билдүрүшичә, хитайниң уйғурларға қаритиватқан инсанийәткә қарши җинайәтлири давам қиливатқан бир шараитта бу кеңәшкә әза дөләт болуп кириши, б д т ниң кишилик һоқуқни қоғдаш ролиға пассип тәсир көрситидикән, әмма башқа әза дөләтләр хитайниң бу орундин пайдилинип өзиниң кишилик һоқуқ җинайитини ақлиши яки йошурушиға пурсәт бәрмәслики керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.