Марко рубийо: “б д т доклатчисини иштин бошитиш лазим! ”
2024.08.01
Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо бир қанун лайиһәси тонуштуруп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң пәвқуладдә доклатчиси алина дохан (Alena Douhan) ни хизмәт орнидин пайдилинип мустәбит дөләтләрниң америкаға қарши мәйданини қоғдиғанлиқи, шундақла хитайниң уйғурларни бастуруш тәшвиқатиға маслашқанлиқи үчүн вәзиписидин бикар қилишни тәләп қилған.
“дөләтлик баһа” тори 31-июл елан қилған хәвәрдә ейтилишичә, белорусийә дөләтлик университетиниң пирофессори болған алина дохан 2020-йил б д т ниң пәвқуладдә доклатчиси вәзиписигә тәйинләнгәндин кейин мустәбит дөләтләрни яқлайдиған мәйданини ашкарилиған; хитай, русийә, венезуела, иран вә башқа иттипақдаш дөләтләргә ембарго қоюшни бикар қилишни тәшәббус қилған. Хитай билән русийә болса униң б д т дики хизмитини иқтисадий җәһәттин қоллиған.
Алина дохан йеқинда хитайға берип уйғур елини зиярәт қилғанда хитай компартийәсиниң сиясәтлирини тоғра дәп баһалиған, һәтта уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшкә қатнашқан хитай әмәлдарлирини җазалашни кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш, дәп қариған. Бу қилмишлар кеңәш палата әзаси марко рубийониң күчлүк диққитини қозғиған. У америка пирезиденти җов байдинға хәт йезип: “бу һәрикәтләр хитай компартийәси билән русийә пирезиденти виладимир путинниң мустәбит һөкүмәтлири америкаға қарши түзгән қоғдиниш пилани вә тәшвиқатиға маслашқанлиқ” дегән.
Хәвәрдә көрситилишичә, алина доханниң б д т дики хизмити “бир тәрәплимә мәҗбурлаш тәдбирлириниң кишилик һоқуққа көрситиватқан сәлбий тәсири” гә мунасивәтлик хизмәт икән. Бу тәдбир бир дөләт башқа бир дөләтниң сияситини өзгәртиш үчүн қоллинидиған иқтисадий җаза тәдбири болуп, хитай билән русийәдәк мустәбит дөләтләр хәлқара җаза чәклимисидин қутулуш үчүн бу тәдбиргә бузғунчилиқ қилмақта икән.
Җов байдин һөкүмитиниң билдүрүшичә, америка б д т ға бундақ пәвқуладдә доклатчи тәйинләшкә қарши болуп, марко рубийо тонуштурған қанун лайиһәси американиң б д т ға беридиған ярдимини қисқартишта рол ойнайдикән. Әгәр бу әмәлгә ешип қалса, б д т пәвқуладдә доклатчи ишханисиниң тақилиш еһтимали болидикән.